түрк сақчилири иҗтимаий таратқуларда қизиқ нуқтиға айланди

түркийә сақчи тәшкилатиниң қурулғанлиқиниң 172-йиллиқи мунасивити билән иҗтимаий таратқуларда нурғун учурлар тарқитилди.

710230
түрк сақчилири иҗтимаий таратқуларда қизиқ нуқтиға айланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә сақчи тәшкилатиниң қурулғанлиқиниң 172-йиллиқи мунасивити билән иҗтимаий таратқуларда тарқитилған учурлар түркийә сақчилирини Twitter ниң күндилик вә қизиқ нуқтилар ичидә дунйа бойичә йәттинчи, түркийәдә биринчи орунға игә қилди.

түркийә сақчи тәшкилатиниң қурулғанлиқиниң 172-йиллиқида хәлқ аманлиқ вә һузур-һалавәтни қоғдаш үчүн кечә-күндүз демәстин һармай-талмай хизмәт қилған аманлиқ сақлаш хадимлирини иҗтимаий таратқулардиму йалғуз ташлап қоймиди.

рәсмий иҗтимаий таратқуларда қурулғанлиқиниң хатирә күнини уқтурған тәшкилатниң учурлири қисқа вақит ичидила Twitter да «әң қизиқ нуқтилар» қатариға кирди.

дунйа бойичә йәтинчи қатарға кирип 6 саәттәк бу орнини сақлап қалалиған түркийә сақчи тәшкилати, түркийәдиму бир күндәк әң алдинқи орунда турди.

сийасәт вә сәнәт дунйасидики шәхсләрму йеқиндин қоллап тарқатқан «түркийә сақчи тәшкилати 172 йашта» вә «сақчи»дегән учурлар әң көп тарқитилған учурлар қатардин орун алди.

иҗтимаий таратқу мунбәрлиридин Facebook билән Instagram диму түркийә сақчи тәшкилатиниң қурулғанлиқиниң хатирә күни мунасивити билән нурғун учур тарқитилди.

сақчи идариси мәсуллири бу әһвал тоғрулуқ анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилип, хәлққә түркийә сақчи тәшкилати қурулған хатирә күнидә өзлирини йалғуз ташлап қоймиғанлиқини үчүн миннәтдарлиқлирини билдүрүшти.

иҗтимаий таратқулардин узундин буйан үнүмлүк пайдилинип келиватқан сақчи идариси мәсуллири, мәлумат  вә агаһландуруш характерлик  учурларниң изчил  тарқитилидиғанлиқини қәйт қилишти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر