«голландийәниң тутқан позитсийәси дипломатийә тарихидики әң номус қиларлиқ иш»

аилә вә иҗтимаий сийасәтләр министири фатма бәтүл сайанкайа голландийәниң 11 – март кечиси тутқан инсан қелипидин чиққан позитсийәсини «дипломатийә тарихидики әң номус қиларлиқ иш» дәп атиди.

693692
«голландийәниң тутқан позитсийәси дипломатийә тарихидики әң номус қиларлиқ иш»

түркийә авази радийоси хәвири: министир кайа деңизлиқ карханичилар вә сода - санаәтчиләр мунбири тәрипидин өткүзүлгән «сода – санаәт дунйаси кеңәш йиғини» да қилған сөзидә, өткән һәптә германийә вә голландийәдики түркләр билән бир йәргә җәм болғанлиқини, бирақ голландийәдики түркләр билән учришиш мәқситидә  роттердам шәһиридики түркийә консулханисиға беришқа 30 метир қалғанда сақчиларниң тосқунлуқиға учриғанлиқини, шундақтиму зораванлиққа қәтий баш әгмигәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «у кечиси голландийәниң инсан қелипидин чиққан қилмиши, бизгә қилған муамилиси вә тутқан позитсийәси дипломатийә тарихидики әң номус қиларлиқ иш һесаблиниду. голландийә сақчилири мени чеградин қоғлап чиқармақчи болди, консул вә мәслиһәтчисини қолға алди. һалбуки, бундақ вәқә дипломатийә тарихида һеч көрүлүп бақмиғаниди. айал министир болуш сүпитим билән бундақ инсан қелипидин чиққан муамилини әйибләйдиғанлиқимни билдүрдүм. голландийәниң 8 – март хәлқара ханим - қизлар байрими күнидин 3 күн кейин йавропаниң мәркизидә бизгә бундақ муамилә қилиши мени чоңқур ойға салмақта.»

түнүгүнму нийу йоркта чақирилған бирләшкән дөләтләр тәшкилати айалларниң салаһийити комитетиниң 61 – қетимлиқ йиғинида голландийәдики кәчүрмишлири һәққидә доклат сунғанлиқини әскәрткән кайа, доклатида пүткүл дунйаниң көз алдида инсан қелипидин чиққан муамилигә учриғанлиқини, башқа әлләрниң айал министирлириға кәчүрмишлирини сөзләп бәргәндә һаң – таң қалғанлиқини вә голландийәни қаттиқ әйиблигәнликини тәкитләп мундақ деди: «растини ейтқанда, бу түркийәниң қудрәт тепишини халимиған голландийәниң бизгә қилған муамилиси иди.»

голландийә һөкүмити шәнбә күни ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу олтурған айропиланниң қонушиға рухсәт қилмиған, аилә вә иҗтимаий сийасәтләр министири фатма бәтүл сайанкайаниң түркийәниң  роттердам консулханиға киришигә йол қоймиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر