«бизниң тарихимиз қәтлиамлар тарихи әмәс»

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған аталмиш әрмән дәвалирини парламентта авазға қойған германийәниң һолокост (ирқий айримичилиқ чүшәнчиси) ниң һесабини бериши керәкликини ейтти.

504715
«бизниң тарихимиз қәтлиамлар тарихи әмәс»

түркийә авази радийоси хәвири:  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбул сабаһаттин заим универстетида 2016 – 2015 – йиллиқ оқуш пүттүрүш мурасимиға қатнашти вә муһим сөз қилди. у аталмиш әрмән дәвалирини қоллиған германийәни қаттиқ тәнқид қилди. у: «силәр аталмиш әрмән ирқий қирғинчлиқ дәвалирини авазға қойидиған бирдинбир ахирқи дөләтсиләр» деди.

 у инсанларға охшаш дөләтләрниңму қалдуруп қойғанлири билән хатирилинидиғанлиқини әскәртип, сәлҗуқийлар, османли, әндулус, бабурийлар қатарлиқ дөләтләрниң, илим, мәдәнийәт – сәнәт вә сийасәт қатарлиқ саһәләргә тәңдашсиз бибаһа төһпиләрни қошқанлиқини алаһидә тәкитлиди. у түркийәниң пүткүл дунйада инсанлиқ һайатиға қошқан төһпилири сәвәблик тәқдирләшкә сазавәр болуватқанлиқини ейтип мундақ деди:

«африқиниң қәйиригә бармайли йүзимиз йоруқ, қәддимиз тик һалда баримиз. африқа қитәсидә йашайдиғанлар бизни чоңқур сөйгү билән қизғин қарши елип, бағриға бесиватиду. чүнки у қитәдики һечбир дөләттә мустәмликичилик қара деғи билән кирләнмигән пак тарихиқа игимиз. ата – бовилиримиз мустәмликә қилиш уйақта турсун, шәрқий африқиниң йавропалиқ мустәмликичиләргә қарши қилған күрәштә, район хәлқини пүтүн күчи билән қоллиған. ата – бовилиримиз бәзи вақитларда армийә әвәтиш, бәзи вақитта һемайисигә елиш, йәнә бәзи вақитларда мәхпий йардәм қилиш арқилиқ африқилиқларниң әркин вә шәрәплик һалда йашаш ирадисигә игә чиққан.»

у бүгүн түркийәгә кишилик һоқуқ дәрси беришкә урунған дөләтләрниң һәммисиниң африқа қитәсидики тарихиниң көз йеши, қан, ирқий қирғинчилиқ вә қәтлиамлар билән безәклик икәнликини билдүрди. у: «бүгүн ғәрб дөләтлириниң пайтәхтлиридә көргән һәшәмәтниң пәрдисини қайриғинимизда, астида милйонларчә африқилиқниң паҗиәси вә көз – йеши барлиқини көримиз. берлин, париж, бирйусселниң есил йоллириниң астида, африқилиқларниң җени, қени, әмгики вә пишанисиниң тәри бар. бу дәврни ақлаш үчүн ишләткән ‹мәдәнийләштүрүш› вә ‹заманивийлаштуруш› қа охшаш парқиртилған уқумларниң һечқайсиси, қилинған қәтлиамларниң үстини йепишқа йәтмәйду» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған сөзидә, «бизниң тарихимиз қәтлиамлар тарихи әмәс, бизниң тарихимиз – мәрһәмәт тарихи, шәпқәт тарихидур. мана бу бизниң оттуримиздики пәрқтур» дегән ибариләргә алаһидә орун аҗратти. у түркийәдә тәхминән 100 миң әрмән йашаватқанлиқини билдүрүп: «буларниң йерими өз пуқралиримиз, йерими болса пуқрамиз әмәс. худдий сүрийәдин, ирақтин кәлгәнләрни қандақ күтүвеливатқан болсақ, әрменийәдин кәлгәнләрниму шундақ күтүватимиз. әгәр биз әрмән дүшмини дөләт болған болсақ, бу кәлгәнләрниң һәммисини әрменийәгә қайтуруветәттуқ» деди.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر