17.04.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2128851
17.04.2024

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (16-апрел) ечилған кабент йиғинидин кейин мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, ирақ зийарити үстидә тохталғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң алдимиздики күнләрдә әмәлгә ашурулидиған ирақ зийаритиниң әһмийитини тәкитләп: «зийарәттә нурғун келишимләр имзалиниду. түркийә-ирақ мунасивәтлири техиму күчәйтилиду вә әрбилни зийарәт қилишим мумкин» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», санаәт вә технологийә министири мәһмәт фатиһ каҗирниң түркийәниң тунҗи ениқлиқ дәриҗиси йуқири йәрлик вә миллий имәҗә (İMECE) көзитиш сүний һәмраһиниң орбетаға қойуп берилгән бир йилдин буйан мувәппәқийәтлик хизмәт қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

«стар гезити», әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң түркийә-әзәрбәйҗан бирликтә қурушни пилан қилған «түркийә-әзәрбәйҗан универстети» ни тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», әдирнәниң кәшан наһийәсигә җайлашқан байкар айропилан тәрбийәләш вә синақ мәркизидә «2-кәманкәш кичик әқиллиқ башқурулидиған бомбиси» ни синақ қилиш ишлириниң башланғанлиқини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #вәтән , #сабаһ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر