30.04.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2133622
30.04.2024

түркийә авази радийоси: «‹сабаһ› гезити», дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизидә өткүзүлгән бир мурасимда қилған муну сөзлирини нәқил кәлтүрди:

«нопусиниң % 71 ти йәр тәврәш хәвпи йуқири җайларда йашайдиған түркийәгә нисбәтән шәһәрләрни өзгәртиш қурулуши хизмити таллаш әмәс, әксичә еһтийаҗтур, мәҗбурийәттур.»

«‹һөррийәт› гезити», түркийә миллий истихбарат идарисиниң ирақниң шималидики һақуруқ районида йеқинқи бир һәптә ичидә елип барған зәрбә бериш һәрикәтлири давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г әзаси 15 террорчиниң  бир тәрәп қилинғанлиқини хәвәр қилди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақтарниң, сакарйа тәбиий газ саһәсидә һәр күни 4 милйон 500 миң куб метир газ ишләпчиқириливатқанлиқини, буниң 1 милйон 800 миң аилиниң еһтийаҗини қандуралайдиғанлиқини байан қилғанлиқини йазди.

«‹ситар› гезити», түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәкниң, ислам тәрәққийат банкиси гуруһиниң 2024- 2026-йиллиқ истратегийәси даирисидә түркийәдики лайиһәләрни 6 милйард 300 милйон долларлиқ мәбләғ билән тәминләйдиғанлиқини байан қилип мундақ дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

 «биз нөвәттә йолға қойуватқан иқтисадий пирограмма сайисида чәт әл пул муамилә аппаратлириниң түркийәгә мәбләғ селиши үзлүксиз давамлашмақта.»

«‹вәтән› гезити», «түркийә һава йоллири ширкити 21 – майдин башлап афғанистанға һава қатнишини әслигә кәлтүриду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

2021 – йили афғанистанға һава қатнишини тохтатқан  түркийә һава йоллири ширкити бу дөләткә 21 – майдин башлап айропилан сәпәрлирини қайта ишқа кириштүриду.

түркийә һава йоллири ширкитиниң айропилан сәпәрлири истанбул-кабул арилиқида сәйшәнбә, чаршәнбә, җүмә вә йәкшәнбә күнлири һәптидә төт қетим йолға қойулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر