26.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2107366
26.02.2024

түркийә авази радийоси: «вәтән гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәниң мудапиә санаити саһәсидә дастан йезиватқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «өткән йили уруш парахоти <TCG> анадолуни хизмәткә сундуқ. һәр хил учқу вә қораллиқ учқуларда дунйада алдинқи үч дөләтниң биригә айландуқ. миллий күрәшчи айропиланимиз <каан> тунҗи синақ учушини мувәппәқийәтлик тамамлиди» дегәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң туғулған күнини тәбрикләп, телеграмма әвәткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, илһам әлийевниң, «сиз әзәрбәйҗан хәлқиниң һәқиқий дости. әзәрбәйҗанниң тоғра дәвасида һәр даим намайан қилған қәтий ирадиңиз, мәйданиңиз вә кәскин қоллишиңизни, хәлқимиз миннәт билән йад әтмәктә» дегәнлики билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», исираилийәлик антрополог җеф халперниң исираилийәниң ишғалийитигә қарши османли түзүмини тәклип қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җеф халперниң, «һәм пәләстинликләр һәмдә маңа охшаш исираилийәликләр османли дөлитидәк биз түзүмни арзу қилимиз. кишиләр у дәврдә һәммә йәргә баралайтти, әркин иди. оттура шәрқтә бу әһвал аридин 100 йил өткәндин кейинму йәнә бир қетим көрүлүши мумкин» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر