15.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2102688
15.02.2024

түркийә авази радийоси: «вәтән гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (14-феврал) аридин 12 йил өткәндин кейин мисирни зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң мисир пирезиденти сиси билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, «сода омумий соммимизни 15 милйард долларға чиқиримиз» дегәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә, мисир пирезиденти сисиниң түркийәни зийарәт қилидиғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийәдә җумһурийәт қурулғанлиқиниң 100-йилида ишқа орунлашқанлар саниниң 32 милйон 56 миңға йетип, рекорт йаритилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 2023-йилниң ахирқи ейида әмәлгә ашқан ишқа орунлишиш нисбитиниң %48.8 болуп, йеқинқи 19 йилниң әң йуқири ишқа орунлишиш нисбити икәнлики әскәртилди.

«хәбәр түрк гезити», ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси өнҗү кәчәлиниң шиветсийәниң натоға әза болуши вә «F-16» айропилани билән тәминләш мәсилисиниң һәл болушидин кейин, америка-түркийә мунасивәтлири үстидә тохталғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, байанатчи өнҗү кәчәлиниң, «мунасивәтләрниң чоңқурлиқида һечқандақ өзгириш болмиди. биз америкадин террорлуқ тәшкилати п к к билән болған мунасивитини үзүшини күтимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири нури әрсойниң  «60 милйон сайаһәтчи вә 60 милйард доллар кирим» нишан қилинған бу йеңи йилда, алдин тизимлитиш вә сайаһәтчиләр саниниң йахши һалда икәнликини билдүрүп:  «2024-йиллиқ нишанимизға наһайити асан йетәләймиз дәп ойлаймән» дегәнликини хәвәр қилди.   


خەتكۈچ: #вәтән , #сабаһ

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر