18.01.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2090266
18.01.2024

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити»,  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң кабент йиғинидин кейин елан қилған террорлуққа қарши күрәш тоғрисидики байанатлириниң дунйада кәң әкс сада пәйда қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, хәлқаралиқ агентлиқларниң арқиму арқидин, «түркийә террорлуққа қарши күрәштә қәтий» сәрләвһисидә хәвәр елан қилип, рәҗәп таййип әрдоғанниң «йа йенимизда турисиләр йаки қаршимизда» дегән сигналидин бешарәт бәргәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», украина-русийә уруши давамлишиватқан бир вақитта, русийә пирезиденти владимир путинниң тинчлиқниң әмәлгә ашмаслиқиға кийевниң мәсул икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, истанбулда өткүзүлгән учришишларни алаһидә тилға алған путинниң украинаниң музакирә үстилидин қопуп кәткәнликини әскәртип, «истанбулда һәммә мәсилиләрдә келишкән идуқ» дегәнлики әскәртилди.

«һөррийәт гезити», түркийәдә түрлүк учришишларда болған гиретсийә сайаһәт министири олга кефалойанниниң 10 аралда йолға қойулуши пилан қилинған таможнида виза рәсмийәтлирини беҗириш бәлгилимисиниң март (2024) ейида башлинип, йил бойи давамлишидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», йавропа комитети йеза игилик вә йеза тәрәққийат баш идарәсиниң җуғрапийәлик көрсәткүч директори дийаго канга фанониң сафранболу зәпәсигә җуғрапийәлик көрсәткүч берилишини тәстиқлиғанлиқини хәвәр қилди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر