17.01.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2089746
17.01.2024

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, « кейинки айларда террорлуққа қарши күрәштә кимниң немә дейишидин, қандақ тәһдитләрни селишидин қәтийнәзәр, чоқум йеңи қәдәмләрни басимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) омумий кеңишидә «террорлуққа қарши хитабнамә» темилиқ қарарнамәниң қобул қилинғанлиқини хәвәр қилди.

қарарнамәдә, «пүткүл дунйа шуни билиши керәкки, әң ахирқи бир террорист йоқитилғичә, террорлуқ йилтизидин қурутулғичә вә террролуқниң пәрдә арқисидики барлиқ йардәмләр йоқ қилинғичә күришимиз қәтийлик билән давамлишиду» дейилгәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», дөләт мудапиә министири йашар гүләрниң, «кимниң қоллишидин, қандақ баһанә вә қандақ сәвәб болушидин қәтийнәзәр, җәнубтики чегралиримизни бойлап (сүрийәниң шималида) террорлуқ каридориниң қурулушиға рухсәт қилмаймиз» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, ташқи ишлар министири хақан фиданниңму, «террорлуққа қарши дипломатийә сийаситимизни, террорлуқ тәшкилати п к к ниң нурғун дөләттә сийасий қоллириниң барлиқини билгән һалда йүргүзүватимиз» дегәнлики билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 2024-йили 18-йанвар әнқәрә вақти 1 дин 11 өткәндә аләмгә сәпәр қилидиған түркийәлик аләм учқучиси алпәр гәзәравҗи билән синлиқ көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң екс (X) адресида һәмбәһрлигән учурида, «аләмгә сәпәр қилидиған тунҗи аләм учқучимиз, иқтисади ашқан, күчләнгән вә ғайигә игә түркийәниң йеңи нишаниси» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر