11.11.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1905022
11.11.2022

түркийә авази радийоси хәвири: «һүррийәт» гезити, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, москваниң, русийә - украина уруши давамлишиватқан бир пәйттә чиқарған «херсондин чекиниш қарари»ға баһа берип: «русийәниң херсонға мунасивәтлик қарари иҗабий вә муһим қарар» дегәнликини йазди.

«сабаһ» гезити,  түркийәниң, русийә-украина урушиға тәрәп дөләтләрниң һәр иккиси билән йахши мунасивәт орниталайдиған бирдинбир дөләт болуш сүпити билән ойниған мурәссәчилик ролиниң дунйаниң диққитини қозғиғанлиқини, бу арқа көрүнүштә,  әнглийәдә чиқидиған «телеграф гезити»дә елан қилинған бир мақалидә, «урушниң һәқиқий ғалиби түркийә» дегән ибаригә орун берилип, җумһур рәис әрдоған рәһбәрликидики түркийәниң тиришчанлиқлириниң муһакимә қилинғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ» гезити, түркийәниң тунҗи миллий вә өзгичә алаһидиликкә игә қораллиқ учқучисиз һава аппарати «байрақтар TB2»ниң дунйада үлгә болушни давамлаштуруватқанлиқини؛ америкадин кейин, хитай техника ширкитиниңму «байрақтар TB2»ни нусхилиғанлиқини؛ CETC ширкити ишләпчиқиришни пиланлаватқан учқучисиз һава аппаратиниң модел көрүнүшиниң «байрақтар TB2» билән охшашлиқиниң диққәтни тартқанлиқини қәйт қилди.

«хабәртүрк» гезити, түркийә санаәт саһәсиниң 154 милйард 200 милйон доллар билән тарихтики әң йуқири експорт санлиқ миқдарини қолға кәлтүргәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

«стар» гезити, өктәбирниң ахирида, 50 кишилик русийә сода өмикиниң истанбул вә әнқәрәни зийарәт қилғанлиқини؛ мәзкур зийарәт һәққидә байанат елан қилип русийәлик содигәрләрниң түркийәниң русийәниң асаслиқ мал билән тәминлигүчиси болалайдиғанлиқиниң сигналини бәргәнликини, сода санаәтчи ирина колесованиң: «биз тездин заказ беришни башлидуқ» дегәнликини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر