05.08.2022

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1864065
05.08.2022

түркийә авази радийоси хәвири: «стар» гезити, ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң түнүгүн байанат берип: «русийә-украина уруши башланғандин буйан түркийә интайин күчлүк тиришчанлиқ көрсәтмәктә. бу җәһәттики тиришчанлиқимизни давамлаштуримиз» дегәнликини йазди.

«йеңи шәпәқ» гезити, русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песковниң түнүгүн байанат берип, истанбулда 22 – ийулда имзаланған ашлиқ каридори ечиш келишимигә ишарәт қилған һалда: «шәхсән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң зор төһписи барлиқини әскәртиш керәк» дегәнликини хәвәр қилди.

«һүррийәт» гезити, қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараисмаилоғлуниң: «мәқситимиз 2023-йилиниң иккинчи чарикидә түрксат 6A ни аләм бошлуқиға қойуп бериш. 2023 – йили түрксат A6ни аләм бошлуқиға қойуп бәргинимиздә, түркийә аләм бошлуқида өз сүний һәмраһи бар алдинқи 10 дөләтниң биригә айлиниду» дегән сөзлирини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«вәтән» гезити, түркийәниң йәрлик аптомобил ишләпчиқириш ширкити TOGG ниң твиттердики адресида учур һәмбәһриләп: «гәмлик завутимизға орунлаштурулған тунҗи турго ток қачилаш үскүнимизни синақ қилишни башлидуқ. үскүнә 25 минутта батарейәниң %80 ни толдурди» дегән ибариләргә орун бәргәнликини йазди.

«сабаһ» гезити, режиссор сәмиһ капланоғлуниң мукапатқа еришкән филими «бағлилиқ һәсән»ниң фирансийәдә тамашибинлар билән көрүшкәнликини, дөләтниң алдинқи қатардики ахбарат органлириниң филимға йуқири баһа бәргәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر