20.01.2022

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1765554
20.01.2022

 

«‹вәтән› гезити», «әрдоған: түрковак ваксинаси сайисида биз өзимизгә техиму ишәнч билән қаримақтимиз» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң кабинет йиғинидин кейин елан қилған байанатида, ковид-19 йуқуминиң йеңи долқунида пүтүн дунйаниң қейинчилиқлири давамлишиватқанлиқини тәкитләп, «сәһийә системисимиз, дохтурхана вә җиддий давалаш бөлүмлиримиз йуқумға қарши күрәштә керәклик һәр хил еһтийаҗларни қандуралайдиған сәвийәдәдур. түрковак ваксинаси сайисида биз өзимизгә техиму ишәнч билән қаримақтимиз» дегәнликини йазди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «җумһур рәис әрдоған украинаға бариду» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис байанатчиси ибраһим калинниң: «түркийә русийә билән украина оттурисидики зиддийәтни пәсәйтиш үчүн ойналайдиған һәр қандақ ролни өз үстигә елишқа тәййар. биз буни һәм русийә һәм украинаға дост бир дөләт шундақла шималий атлантик әһди тәшкилатиниң иттипақдиши болуш сүпитимиз қилимиз. алдимиздики һәптә ичидә җумһур рәис әрдоған украинаға берип пирезидент зеленский билән көрүшиду» дегәнликини йазди.

«‹һөрийәт› гезити», «шәнтоп шәрқий ақ деңиз һәққидә байанат елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустафа шәнтопниң шәрқий ақ деңиз туруба линийәси (EastMed) лайиһәси һәққидә тохтилип, «биз баштин-ахир бу лайиһәниң у шәкли билән сода характерлик әмәсликини биләттуқ. түркийәгә дүшмәнлишиш нуқтисидинла һәрикәт қилидиған мундақ бир лайиһәниң сийасий мәқсәт билән әмәлгә ашмайдиғанлиқини баштинла ейтқан идуқ» дегәнликини йазди.

«‹стар› гезити», «голландийәдин түркийәгә мәдһийә» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийәниң қораллиқ учқучисиз айропилани (SİHA) һәққидә голландийәниң «NRC» гезитидә елан қилинған анализда, байрақтар т б 2 үчүн дунйа бойичә әң илғар» дегән тәрип ишлитилди. анализда йәнә, голландийәлик мудапиә мутәхәссиси стиҗен митзерниң «байрақтар т б 2  мәшғулат җәһәттә дунйа бойичә әң илғар» дегән сөзлиригиму орун аҗратти.

«‹сабаһ› гезити», «дунйа путбол чолпанлирини арқида қалдурди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

«Football Wonderkids» җәмийити тәрипидин тәййарланған тизимликкә асасланғанда, йавропа бирләшмисидә әң көп йардәмчи болған топчилар бекитилди. бу тизимликтә түркийәдин кәлгән йунус ақгүнниң намини алдинқи пиланға чиқти вә нурғун йаш чолпанларни арқида қалдурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر