22.12.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1751020
22.12.2021

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң 2053-йиллиқ нишанниң асаслиқ ул теши маарип вә мәдәнийәт болидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (2021-йили 21-декабир) җумһур рәислик сарийида өткүзүлгән җумһур рәислик мәдәнийәт вә сәнәт мукапатлири тарқитиш мурасимиға қатнишип, 2053-йиллиқ нишанниң асаслиқ ул тешиниң маарип вә мәдәнийәт болидиғанлиқини ейтқанлиқи қәйт қилинди.

«вәтән гезити», дөләт мудапиә министири һулуси акарниң боснийә-гертсеговина армийә иштаб башлиқи сенад масовиҗ билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, министир һулуси акарниң көрүшүштә, икки дөләт оттурисидики һәрбий тәлим-тәрбийә вә өзара һәмкарлиқларни техиму күчәйтиш тоғрисидики хизмәтләрниң сүритини тезләштүрүшниң зөрүрийитини тилға алғанлиқи қәйт қилинди.

«стар гезити», нигер баш министири охомодов махамадониң, террорлуққа қарши күрәштә түркийәниң тәҗрибә-савақлириға вә үскүнә җәһәттики қоллашлириға еһтийаҗлириниң барлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, нигер баш министири охомодов махамадониң, «түркийә һәрбий әслиһәләр, авийатсийә вә учқучисиз һава аппарати қатарлиқларда нигердин көп алдида. түркийә нигерниң террорлуққа қарши күришигә нурғун саһәләрдә һәссә қошалайду» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийәниң йәрлик вә миллий аптомобили тог (TOGG) ниң дунйа сәһнисидики тунҗи қәдимини америкадин башлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, тогниң 2022-йили 5-8-йанвар күнлири арисида лас вегас шәһиридә өткүзүлидиған вә дунйадики әң чоң технологийә ширкәтлири иштирак қилидиған истемалчилар електрон йәрмәнкисигә қатнишидиғанлиқи билдүрүлди.


خەتكۈچ: #сабаһ , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر