24.09.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1710066
24.09.2021

түркийә авази радийоси: «сабаһ» гезити: «әрдоғанниң S-400 вә F-35 тоғрисидики байанати: зөрүр тепилғанда биз уни башқа йәрдин алимиз (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң америка қошма иштатлиридин түркийәгә қайтиш йолида айропиланда мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә,  S-400 вә F-35 тоғрисида ениқ ипадә билдүрүп, американиң S-400 ләрни баһанә қилип F-35 типлиқ айропиланларни бәрмәслики вә өзиниң қарашлирини теңишини қобул қилғили болмайдиғанлиқиға ишарәт қилған һалда: «бизгә нисбәтән S-400 ниң иши ахирлашти. буниңдин йенивелишимиз мумкин әмәс. зөрүр тепилғанда (F-35) ни башқа йәрдин сетивелип ишләпчиқиришқа башлаймиз» дегәнликини йазди.

«йеңи шәпәқ» гезити: «турковактин хуш хәвәр» сәрләвһилик хәвиридә, йуқумға қарши тәрәққий қилдурулған йәрлик ваксина — турковакниң үчинчи басқучлуқ тәтқиқатлириниң ахирлашқанлиқи, тәхминән 1500 пидаий үстидә синақ қилинған ваксинида һечқандақ әкис тәсир көрүлмигәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«вәтән» гезити: «түркийә һәқиқәтән мувәппәқийәт қазанди! дунйадики аз сандики дөләтләр буни қилиду» сәрләвһилик хәвиридә, мудапиә техникиси қурулуш вә сода ширкитиниң түркийәдә тунҗи қетим су асти парахотиниң торпедо оқини ишләп, гүлчүк парахот завути қоманданлиқ оргиниға өткүзүп бәргәнликини, мудапиә техникиси қурулуш вә сода ширкитиниң тәрәққийат ишлири дериктори әдип дәнизниң «түркийәдә пүтүнләй мудапиә техникиси қурулуш вә сода ширкитиниң маслаштуруши вә инженерлиқ хизмәтлири арқилиқ йәрликләштүрүлди. дунйада буни қилалайдиған дөләтләр наһайити аз, биз бу түрдә муһим өткәлдин өттуқ» дегәнликини йазди.

«һөррийәт» гезити: «сайаһәт чәклимисидин кейинки тунҗи әнглийә сайаһәт өмикини түрк татлиқи билән қарши елинди» сәрләвһилик хәвиридә, әнглийә қатнаш ишлири вәзири һон грант шапсниң 22- сентәбирдин башлап түркийәни қизил башлиқ тизимликтин чиқирип, сайаһәт қилишқа болидиған дөләтләр қатариға киргүзгәнликини елан қилғандин кейин, муғланиң далам наһийәсигә кәлгән 129 кишилик тунҗи түркүм әнглийә сайаһәт өмикиниң айродурумда түрк татлиқлири тәқдим қилинип қарши елинғанлиқини йазди.

«стар» гезити: «түркийә һава йоллири ширкитиниң қалтис һәмкарлиқи» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә һава йоллири ширкити — THY билән финландийәниң байрақ тошуғучиси — фин айр оттурисида ортақ учуш келишими имзаланғанлиқи,  код ортақлишиш келишими арқилиқ күчәйтилгән һәмкарлиқниң түрткисидә түркийә һава йоллири ширкити билән финландийәниң Finnair ширкитиниң биринчи қәдәмдә башлинидиған истанбул- хелсинки сәпиригә өзлириниң кодлирини қошалайдиғанлиқи тоғрисидики учурларға орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر