28.12.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1553130
28.12.2020

түркийә авази радийоси: «‹һөрийәт› гезити», «ақар: <қатиқ һәфтәр қанунлуқ зәрбә бериш нишан дәп қарилиду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

дөләт мудапиә министири хулуси ақар, ливийәдә һәрбий исйанчи һәфтәрниң түркийә вә түркийә армийәсигә қарши қилған сөзлири һәққидә тохталғанда, мундақ деди: «бу уруш җинайәтчиси, йәни қатил һәфтәр вә униң қоллиғучилири шуни билиши керәкки, түркийә армийәсигә қилинидиған һәрқандақ бир һуҗум тәшәббуси оттуриға чиққан тәқдирдә, қатил һәфтәр унсурлири һәммә йәрдә қанунлуқ зәрбә бериш нишан сүпитидә қарилиду. улар бундақ бир һәрикәткә тәшәббус қилғандин кейин қачидиған йәр тапалмайду. җүмлидин, һәммә һушини йиғсун.»

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «мави вәтән үчүн йәрлик вә миллий йеник типтики тез сүрәрлик уруш  парахоти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәислик сарийи дөләт мудапиәси санаити оргининиң башламчилиқида, деңиз армийәсиниң йеник типтики уруш парахоти еһтийаҗини қамдаш үчүн «324 миллиметирлиқ тез сүрәтлик уруш парахоти  (ORKA) лайиһәси» ишқа кириштүрүлди. рокәтсан гуруһиниң асаслиқ һөддигәрликидә ишләпчиқирилидиған ORKA арқилиқ  бу саһәдики чәт әлгә беқинди болуп қелишқа хатимә берилиду.

«‹стар› гезити», «җәнубий қибрис баш попи һрисостомос: <әрдоған һәқиқий вәтәнпәрвәр > деди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

җәнубий қибрис рум һакимийити рум ортодокс черкави баш попи 2 – һрисостомос, дунйа күнтәртипи һәққидә  елан қилған байанатида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: «түркийә рәһбири әрдоған, узун йиллардин буйан түркийәниң әрзан әмгәк күчини ишлитип келиватқан йавропадин бүгүнки күндә <интиқам алған> һәқиқий вәтәнпәрвәрдур.»

«‹сабаһ› гезити», «сода ишлири министири руһсар пәкҗан хуш хәвәр йәткүзди» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

сода ишлири министири руһсар пәкҗан, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, елан қилған байанатида, мундақ деди: «2020 – йили експортимиз 25 – декабир етибари билән 166 милйард доллардин һалқип, пирограмма нишани болған 165.9 милйард доллардин ашти.»

«‹хәвәр түрк› гезити», «бихәтәр сайаһәт гуваһнамиси 2021-йиллиқ мусабиқә пәслиниму шәкилләндүриду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийәниң дунйаға «сағлам вә бихәтәр сайаһәт» нопузини тиклишидә түрткилик рол ойнаватқан «бихәтәр сайаһәт гуваһнамиси программиси», 2021-йиллиқ сайаһәт пәслиниму шәкилләндүриду. мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқи тәшвиқат – тонуштуруш ишлири баш идарисиниң башлиқи тимучин гүләр, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «сайаһәт сөйәрләр һәммидин бәкрәк сағлам вә бихәтәр сайаһәтниң еһтийаҗини һес қилиду. бихәтәр сайаһәт гуваһнамиси пирограммиси, һәм йәрлик һәм чәт әллик сайаһәтчиләр еһтийаҗлиқ болған ишәнч билән тәминләйду. бихәтәр сайаһәт гуваһнамиси алдимиздики сайаһәт пәсилидиму дөләт ичи вә сиртидики сайаһәтчиләр үчүн һәл қилғуч рол ойнайшни, сайаһәтчилик саһәсидики риқабәттә дөлитимизни өзгичә алаһидиликкә игә қилиш вә алдинқи пиланға чиқиришни изчил давамлаштуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر