23.12.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1550341
23.12.2020

түркийә авази радийоси: «‹йеңи шәпәқ› гезити»,  «ақар: <қошнимиз һәқиқәтләрни бурмилашни давамлаштурмақта> деди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

дөләт мудапиә министири хулуси ақар, гиретсийә елан қилған навтекс (деңизчиларға уқтуруш) һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «қошнимиз үч ай ичидә 46 навтекс елан қилди. 1 – өктәбирдин етибарән әгә деңизи вә шәрқий ақдеңизда җәмий 22 қетим мәшиқ саһәси елан қилди. әмма буниңдин пәқәт иккисинила ишләтти. гиретсийәниң инақ қошнидарчилиқ мунасивәтлиригә қарши икәнликини атинаға йәнә бир қетим хатирилитип өтимән.»

«‹сабаһ› гезити», «<оруч рәис> ниң шәрқий ақдеңиздики паалийәт елип бериш муддити узартилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

« оруч рәис» намлиқ тәтқиқат парахотиниң шәрқий ақдеңизда паалийәт елип бериш муддитини 2021 – йили 15 – ийунғичә узартиш нишан қилинған йеңи навтекс (деңизчиларға уқтуруш) елан қилинди.

«‹стар› гезити», «йәрлик ваксина 25 – декабирдин кейин пидаийларға әмлиниду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

қәйсәри әрҗийәс университетида  тәтқиқ қилип йасап чиқилған «вухән вируси» ға қарши йәрлик ваксисиниң 2 – басқучлуқ хизмити давамлашмақта. ваксининиң 25 – декабирдин кейин пидаийларға әмлинишкә башлинидиғанлиқи билдүрүлди.

«‹вәтән› гезити», «дунйа сәһийә тәшкилати түркийәдики йашанғанлар санаторийәлиригә йуқири баһа бәрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни  оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

дунйа сәһийә тәшкилатиниң түркийәдики йашанғанлар санаторийәлири, күтүнүш вә сақлиқни сақлаш мәркәзлиридә иҗра қилиниватқан «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири вә йашанғанларни күтүш паалийәтлири һәққидә елан қилған доклатида, бу һәқтики хизмәт һәм тиришчанлиқларниң йуқири сәвийәдә икәнликигә йуқири баһа берилип, мундақ дейилди: «түркийә йашанғанлар санаторийәлиридики сақлиқни сақлаш хадимлириға зөрүр тәдбирләрни қолландуруш арқилиқ йашанғанларни <вухән вируси> йуқумидин қоғдимақта.»

«‹һөрийәт› гезити», «түрк ширкәтниң мәдән саһәсидә наһайити көп миқдарда алтун записи байқалди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

йеза игиликни кредит билән тәминләш ширкитиниң шерики гүбрәташ гуруһиға аит биләҗик вилайитиниң сөгүт наһийәсидики мәдән саһәсидә 3 милйон 500 миң унсийә алтун записи байқалди.

түркийә йеза игилик киредит һәмкарлиқ копиратиплири баш идарисиниң башлиқи вә гүбрәташ гуруһи ширкити иҗраийә һәйитиниң мәсули фаһрәттин пойраз, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «сөгүт наһийәсидики мәдән саһәсидә  байқалған алтун записиниң қиммити, бүгүнки баһа бойичә һесаблиғинимизда, тәхминән 6 милйард долларға тоғра келиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر