22.12.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1549626
22.12.2020

 

 

һөрийәт гезити, «министир сойлу: «гиретсийәниң инсанийәткә хилап муамилиси әмдиликтә җинайәткә айланмақта> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

ички ишлар министири сулайман сойлу өзиниң тивиттер һесабида  байанат елан қилип, гиретсийәниң панаһланғучиларға қаратқан қийнаш вә инсан қелипидин чиққан муамилисигә қаттиқ инкас қайтурди. йавропа иттипақи ички ишлар комиссари йлва җоһансонға бәлгә қойуп синлиқ учур һәмбәһирлигән министир сулайман сойлу: «фронтекис көрмәскә селиватқан бу җинайәтләрниң  һесаби гиретсийәдин соралмамду?» деди.

йеңи шәпәқ гезити, «түркийә һава йоллири ширкитидин  учуш тохтитилған төт дөләт һәққидә байанат» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

вухән вируси өзгәргәндин кейин әнглийә, данийә, голландийә вә җәнубий африқиға учидиған айропиланлар вақитлиқ тохтитилди. түркийә һава йоллири ширкити баш дериктори билал әкши тивиттерда елан қилған байанатида, учуш тохтитилған төт дөләткә баридиған йолучиларниң беләт рәсмийәтлири тоғрисида алдираңғулуқ қилмаслиқини өтүнүп, һечқандақ йолучиниң наһәқчиликкә учритимайдиғанлиқини ейтти.

сабаһ гезити, «әгә деңизидин йеңи мевә вә көктат експорти бир милйард доллардин ешип рекорт йаратти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

әгә деңизи йеңи мевә-чевә вә көктат екиспортчилар җәмийити рәиси хайрәттин учак 1- йанвардин буйан қилинған експорт арқилиқ експортчилар җәмийитиниң  54 йиллиқ тарихида тунҗи қетим 1 милйард долларлиқ чәктин шқанлиқини ейтти.

стар гезити, «<ASELSAN> ширкити дунйаға бир йеңилиқ йаратти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

һәрбий електрон санаити ширкити (ASELSAN)  ковид-19 ға диагноз қойушқиму ишитишкә болидиған йеңи бир вирус байқаш системисини ишләпчиқарди. һәрбий електрон санаити ширкити (ASELSAN) инженери дидәм лалә өзкан: «пәқәт <SARS Cov2» вируслириғила мәхсус болуп қалмастин, өз нөвитидә йәнә дохтурханиларниң әслиһәлиригә айлиналайдиған мәңгүлүк үскүнә ишләпчиқардуқ, дейәләймиз» деди.

хәвәр түрк гезити, «һандә арчәл дунйа бойичә әң гүзәл айал болуп талланди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

американиң «Top Beauty World» тор бекити 2020 - йилдики әң гүзәл чирайға игә 100 исимни елан қилди. беләт ташлашта түркийәлик даңлиқ артис һандә әрчәл «дунйа бойичә әң гүзәл айал» болуп талланди. бу тизимликтә йәнә түркийәдин 5 айалму орун алди. нәслихан атагул 89 -, әлчин сангу 83 -, дәмәт өздәмир 75-, фаһрийә әвҗән 45- вә туба бүйүкүстүн 29 – рәттә орун алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر