03.03.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1370718
03.03.2020

түркийә авази радийоси: «стар гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң, « 34 әскиримиз шеһит болғандин кейин, идлибтики һәрбий һәрикитимизниң көлимини кеңәйттуқ. бәшшар әсәд һакимийитигә тарихидики әң еғир зәрбиләрни бәрдуқ. әгәр балдуррақ түркийә бәлгилигән чеграларниң сиртиға чиқмиса, мүрилириниң үстидә башлири қалмайду» дегәнлики хәвәр қилинди.

«хәбәр түрк гезити», ички ишлар министири сүләйман сойлуниң гиретсийә хәвпсизлик тармақлириниң йавропаға бармақчи болған көчмәнләргә йаш аққузуш бомбиси вә аваз бомбиси атқанлиқиға қарита, «гиретсийәниң вәзиписи чеграсиға кәлгән кишиләрниң тәләплиригә көч қануни бойичә җаваб берип, қоғдашқа тегишликләрни қоғдаштур. бу басқучта, гиретсийә мәсуллирини қанун асаслириға һөрмәт қилишни, әң муһими инсанийәткә уйғун муамилә қилишқа дәвәт қилимән» дегәнликини қәйт қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», б д т хәлқара мустәқил сүрийә тәкшүрүш комитетиниң әзаси ханнй мегалли (Hanny Megally) ниң, «түркийә идлибта пуқраларниң зийанға учримаслиқи үчүн диққәт билән һәрикәт қилмақта» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», дунйадики чоң сайаһәт парахот ширкәтлириниң хитайда оттуриға чиққан вухән вируси сәвәбидин йирақ шәрқ сәпәрлирини әмәлдин қалдурушқа башлиғанлиқини җхәвәр қилди.

хәвәрдә, бу ширкәтләрниң қара деңизға йүзлиниватқанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, истанбулдин йолға чиқидиған чоң йолучи сайаһәт парахотлириниң алди билән синоп портида, андин трабзон вә гирузийәниң батум портида тохтайдиғанлиқи қәйт қилинди.

әскәртилишичә, бу йөнүлүштә сайаһәтчилик ишлирида муһим һәрикәтлиниш барлиққа келидикән.

«сабаһ гезити», сайаһәтчиликтә 2020-йилиниң йанвар ейида барлиқ вақитларниң пәсил характерлик сайаһәтчиләр саниға йәткән анталйаниң, йилниң дәсләпки икки ейида сайаһәтчиләр санида %30 ешип, 388 миң 994 кә йәткәнликини хәвәр қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر