16.01.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1341715
16.01.2020

түркийә авази радийоси: «‹һөрийәт› гезити», «чавушоғлу мисирниң позитсийәсини қобул қилалмайдиғанлиқлирини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:  

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түнүгүн кәчтә бир телевизийә пирограммисида, түркийәниң ташқи сийаситидики өзгиришләр һәққидә тохталғанда мундақ деди: «мисир сақчилириниң анадолу агентлиқиниң қаһирәдики иш беҗириш орниға мудахилә қилишини қобул қилалмаймиз, бу һәқтә дипломатийә қаналлирини ишқа селип, мунасивәтлик тәрәпләр билән давамлиқ алақә орнитиватимиз.»

«‹хәвәр түрк› гезити», «ақар ливийәдә уруш тохтитиш имканийитиниң қалмиғанлиқини ейтишқа техи балдурлуқ қилидиғанлиқини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

түнүгүн кәчтә пайтәхт әнқәрәдә ахбарат васитилири билән бир йәргә җәм болған дөләт мудапиә министири һулуси ақар, ливийәдә уруш тохтитиш имканийитиниң қалмиғанлиқини ейтишқа техи балдурлуқ қилидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийәниң йеқиндин буйанқи наһайити зор тиришчанлиқларни көрситиштики нишани, һәм ливийәдә һәм сүрийәниң идлиб шәһиридә киризисниң сийасий йоллар арқилиқ һәл қилиниши, тинчлиқ орнитилиши вә еқиватқан қанниң тохтишидур. шуңа,  ливийәдә уруш тохтитиш имканийитиниң қалмиғанлиқини ейтишқа техи балдурлуқ қилиду. дәрвәқә, уруш тохтитишни ишқа ашуруш тиришчанлиқлири үзлүксиз давамлишиватиду.»

«‹вәтән› гезити», «министир пәкҗан маракәшта өзара селинма селиш чақириқида болди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

сода ишлири министири руһсар пәкҗан нигерийәдики учришишлирини ахирлаштурғандин кейин түнүгүн маракәшниң пайтәхти рабатқа йетип барди, һәмдә бу йәрдә маракәш падишаһлиқи сода – санаәт, йешил вә дигитал иқтисадий ишлар министири молай һафид елалами билән көрүшти. пәкҗан учришишта, маракәшниң түркийәниң муһим шериклиридин бири икәнликини, түркийәлик мәбләғ салғучиларниң бу дөләткә техиму көп мәбләғ селишини күтүватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «маракәшлик карханичиларниму түркийәгә мәбләғ селишқа чақиримиз.»

«‹стар› гезити», «түркийәниң аптобус, минибус вә мидибус екиспорти 2 милйард доллардин ашти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийәниң екиспортида йиллиқ нисбәттә арқимуарқа 14 – қетим алдинқи қатардин орун елип келиватқан аптомобил саһәсиниң төвән қатламдики мәһсулат түрлиридин һесаблинидиған «аптобус, минибус вә мидибус» ташқи екиспорти 2019 – йили 2 милйард доллардин ашти. аптомобил саһәси алдинқи йили мәһсулатлирини әң көп екиспорт қилған дөләт фирансийә болди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «түркийәдә йеқинқи 49 йилниң төтинчиси әң иссиқ йил болди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики байанларға орун аҗратти:

түркийәдә алдинқи йили температораниң адәттин ташқири дәриҗидә өрләп кетиши сәвәбидин, йеқинқи 49 йилниң әң иссиқ төтинчи йили болди. метеорологийә баш идарисиниң мәлуматлириға қариғанда, бултур оттуричә иссилиқ дәриҗиси % 1.3 ешип, % 14.8 гә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر