27.11.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1313343
27.11.2019

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида түнүгүн (26-нойабир) ечилған дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғининиң төт саәт 10 минут давамлашқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, дөләт хәвпсизлик кеңиши йиғини хитабнамисидә, тинчлиқ булиқи һәрикитиниң музакирә қилинғанлиқи әскәртилип, нишаниға йәткичә давамлишидиғанлиқиниң тәкитләнгәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң түнүгүн (26-нойабир) «S-400» тоғрисида байанат елан қилип: «һәммә иш нормал вә очуқ-ашкара. қилинидиған ишлар, пилан бойичә болуватиду» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, һулуси акарниң тинчлиқ булиқи һәрикитигә мунасивәтлик ишларниңму пилан бойичә болуватқанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң «S-400» ләр тоғрисида байанат елан қилип: « S-400 ләрни қораштурмаслиқ йаки ишләтмәслик тоғрисида һечкимгә вәдә бәрмидуқ. һава қоғдиниш системилирини еһтийаҗимиз болғанлиқи үчүн сетивалдуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», ички ишлар министирлиқи ван вилайәтлик террорлуққа қарши туруш шөбә мудирлиқи қанат йайдурған қайил қилиш хизмәтлири даирисидә, түнүгүн (26-нойабир) икки террористниң ширнак җизрә наһийәсидики чегра линйәсидә тәслим болғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, буниң билән, 2019-йили қайил қилиш вә хизмәт ишләш йоли билән тәслим болған террористлар саниниң 235 кә йәткәнлики билдүрүлди.

«стар гезити», санаәт вә технологийә министири мустафа варанкниң түнүгүн елан қилған байанатида, миллий тез сүрәтлик пойиз лайиһәси рамкисида йасалған тунҗи пойизниң 2023-йили релисқа чиқирилидиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

у: «охшаш шәкилдә деңиз технологийәлири вә кемисазлиқ санаитиниң риқабәт күчини ашуруш хизмәтлиримизму давамлишиватиду» дегән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر