25.07.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1241979
25.07.2019

түркийә авази радийоси: «‹йеңи шәпәқ› гезити», «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һечқандақ бир тәһдитниң түркийәни һәққаний давасидин әсла ваз кәчтүрәлмәйдиғанлиқини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

әрдоған «лозан тинчлиқ келишими» имзаланғанлиқиниң 96 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған байанатида, 2019 – йилниң мустәқиллиқ күришиниңму 100 – йиллиқи икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, дунйаниң әң күчлүк армийәлиригә қарши елип берилған миллий  күрәшниң, түркийәниң мустәқиллиқ һөҗҗити һесаблинидиған «лозан келишими» арқилиқ таҗландурулғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә җумһурийити буниңдин бир әсир илгирикигә охшашла бүгүнки күндиму мустәқиллиқиға, истиқбалиға, хәлқиниң һузури вә бихәтәрликигә қаритилған һәрқандақ бир тәһдитни бир тәрәп қилиш күчи һәм қәтий ирадигә игә. түркийәниң шәрқий ақдеңиз вә сүрийәдә ташлаватқан қәдәмлири, түркийә хәлқи вә қибрис түрклириниң һәқ – һоқуқлирини қоғдаш сәзгүрлүкиниң әң рошән намайәндисидур. бу нуқтидин елип ейтқанда, мәйли очуқ - ашкара болсун, мәйли мәхпий болсун, һәрқандақ бир шәкилдики тәһдит түркийәни һәққаний давасидин әсла ваз кәчтүрәлмәйду.»

«‹хәвәр түрк› гезити», «ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сүрийәдә бихәтәр район бәрпа қилиш мәсилисидә сәвр – тақәтлириниң қалмиғанлиқини тәкитлиди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сүрийәдә бихәтәр район бәрпа қилиш мәсилиси тоғрулуқ елан қилған байанатида, мундақ деди: «америка қошма иштатлириниң бу һәқтә сунған тәклиплири қайил қиларлиқ әмәс, шуңа бу мәсилидә бирдәклик һасил қилишимиз лазим, җүмлидин бизниң бу мәсилидә сәвр – тақитимиз қалмиди. дәрвәқә, бихәтәр районларниң чоңқурлуқи вә бу районларниң ким тәрипидин контирол қилиниши, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г/п к к ниң бу районлардин чиқирилиши қатарлиқ мәсилиләр наһайити сәзгүр мәсилиләрдур.»

«‹стар› гезити», «русийә технологийә саһәсидә түркийә билән һәмкарлишишқа тәййар икәнликини билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

русийә дигитал тәрәққийат, учур - алақә ишлири муавин министири михаил викторович манонов, бу һәқтә елан қилған байанатида, русийә билән түркийәниң көплигән муһим лайиһәләрни бирликтә ишқа ашуруватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «икки дөләт оттурисидики дигиталлишиш саһәсидики һәмкарлиқта болса көзгә көрүнәрлик илгириләш йоқ. шуңа министирлиқимиз бу йил бу бошлуқни қәтий ирадә билән толдуриду. йеқин кәлгүсидә әқиллиқ шәһәр технологийәлири вә сибәр бихәтәрлики қатарлиқ саһәләрдә түркийә билән һәмкарлишишни пиланлаватимиз.»

«‹сабаһ› гезити», «түркийә 11 – тәрәққийат пилани һәққидә муһим қәдәм ташлиди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәислик һөкүмәт түзүминиң тунҗи пилани болған вә 2019 – 2023 – йиллирини өз ичигә алидиған 11 – тәрәққийат пилани түркийә бүйүк милләт мәҗлиси тәрипидин қобул қилинди.

дөлитимиз 2023 – йилғичә иқтисад қатарлиқ көплигән саһәләрдә йолға қойидиған сийасәтләрни өз ичигә алидиған пиланиға асасән, алдимиздики дәврдә дигитал мәркәз банкиси пулини истемал қилиш мулазимитини йолға қойиду. дигитал пул түркийәни әң җәзбидарлиқ мәркәзгә айландуриду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر