04.03.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1156453
04.03.2019

түркийә авази радийоси: «<стар> гезити», «ташқи ишлар министири чавушоғлу: иранниң булуңға қистилиши хәвплик вә хәтәрликтур (деди)» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, «иранниң ембарголар арқилиқ бир булуңға қистилиши районға нисбәтән хәвплик вә хәтәрликтур. иранни қоллашни давамлаштуримиз» деди. у, йавропа дөләтлиридә вәзипә өтәватқан пәләстинлик баш әлчиләр кеңәш йиғинидики түнүгүнки сөзидә йәнә, «қуддусниң тарихий вә қануний салаһийитиниң қоғдилиши ташқи сийаситимизниң алдинқи қатардики ишлириниң биридур. бу, бизгә нисбәтән муқәддәс дәвадур. қуддустики адаләтсизликкә хәлқара җәмийәтниң диққитини тартиш үчүн, һәртүрлүк тиришчанлиқни намайан қилимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

«<хабәртүрк> гезити», «<анқа-2> ниң бу йил ичидә тунҗи қетим пәрваз қилдурулуши нишан қилинмақта» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийәниң мәвҗут учқучисиз һава аппарати системилириға қариғанда техиму көп пайдилиқ йүк тошуйалайдиған йеңи учқучисиз һава аппарати <анқа – 2> ниң мотори утуқлуқ қозғитилди. <анқа–2> ниң бу йил ичидә тунҗи қетим пәрваз қилдурулуши нишан қилинмақта.

«<һөррийәт> гезити», «серк йолваслири Turkish Cargo билән тәбиий һайатлиқ саһәлиригә еришти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: дунйаниң 124 дөлитидә мулазимитини давамлаштуруватқан, шундақла сүрәт билән зорийиватқан һава тошумичилиқ маркиси - Turkish Cargo؛ луса, чарле, каи исимлик чиши йолваслар билән натан исимлик әркәк бала йолвасни һайванлар һоқуқиға һөрмәт қилиш даирисидә украинаниң пайтәхти кийевдин елип истанбул арқилиқ җәнубий африқидики тәбиий һайат саһәсигә йәткүзди.

«<сабаһ> гезити», «мардинда нишан 5 милйон сайаһәтчи (җәлп қилиш)» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: мардинда бу йил 5 милйон зийарәтчиниң қарши елиниши нишан қилинмақта. җамәлири, мәдрисәлири, черкавлири, тар кочилири вә таштин ойуп йасалған өйлири билән йеқинқи йилларниң әң җәзбидар мәркәзлириниң бири болуш йолида илгириләватқан вә өткән йили 3 милйон сайаһәтчигә саһибханлиқ қилған мардинда, бу йил март вә апрел айлирида меһманханилардин орун айритиш нисбити %90 гә йәтти.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «анталйада сайаһәтчиликтә %52 лик рекорт характерлик ешиш» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: 2019 – йили үчүн 15 милйон сайаһәтчи күтүвелиш нишани қойған сайаһәтниң пайтәхти анталйа, йанвар ейидин кейин феврал ейидиму йеқинқи йилларниң әң көп сайаһәтчи саниға йәтти. феврал ейида шәһәргә кәлгән сайаһәтчи сани %50 ешип 152 миңға йәтти. икки айлиқ омумий сайаһәтчи сани өткән йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %52 ешип 29 2миңға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر