14.02.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1145016
14.02.2019

түркийә авази радийоси: «‹сабаһ› гезити», «һулуси ақар гиретсийә дөләт мудапиә министири билән көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

дөләт мудапиә министири һулуси ақар түнүгүн гиретсийә дөләт мудапиә министири апостолакис билән көрүшти. түркийәгә вәкалитән белгийәниң пайтәхти бирйусселда чақирилған шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң дөләт мудапиә министирлири йиғиниға қатнашқан ақар, гиретсийә дөләт мудапиә министири апостолакис билән елип барған учришишида, түркийә – гиретсийә мунасивәтлири вә икки дөләт оттурисидики сақлиниватқан мәсилиләрни чөридигән һалда сөһбәт өткүзди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «түркийәниң венезуелаға қилған експорт миқдари 3 һәссә ашти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийәдин венезуелаға қилинған експорт миқдари бултур алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 222 ешип, 120 милйон  800 миң долларға йәтти.

пул пахаллиқи наһайити йүксәк сәвийәгә йәткән венезуелаға түркийә асаслиқи йемәк - ичмәк мәһсулатлирини експорт қилди. експорт миқдарида 27 милйон 886 миң доллар билән ун йемәкликлири алдинқи рәттин орун алди, 13 милйон 642 миң доллар билән аптаппәрәс йеғи иккинчи рәткә, 7 милйон 860 миң доллар билән буғдай уни үчинчи рәткә, 5 милйон 41 доллар билән қизил йессимуқ төтинчи рәткә тизилди.

«‹вәтән› гезити», «текнофест һайаҗини башланди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики байанларға орун аҗратти:

дунйа бойичә әң чоң иккинчи дәриҗилик авийатсийә фестивали һесаблинидиған «<истанбул авийатсийә, аләм қатниши вә технологийә фестивали> текнофест», бу йил 17 – 22 сентәбир күнлири  ататүрк айродурумида өткүзүлди. текнофест бу йил 1 милйондин артуқ зийарәтчини күтүвелишни нишан қилмақта.

истанбулда өткүзүлидиған фестивал даирисидә, йашларниң келәчәкниң технологийәлиригә алақидар паалийәтлирини қоллаш үчүн 19 түрдә технологийә мусабиқилири өткүзүлиду.

«‹һөрийәт› гезити», «иранлиқ сайаһәтчиләр бу қетим паландөкәнгә сәлдәк ақти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

әрзурумниң паландөкән қар тейилиш мәркизидики меһмансарайларниң толуш нисбити, иранлиқ сайаһәтчиләрниң йеқиндин көңүл бөлүши түпәйли % 90 кә йәтти, қарниң алаһидилики, узун қар тейилиш мәйданлири, күн нури, тәбиий гүзәллики вә заманиви муәссәсәлири билән қишлиқ сайаһәтниң әң җәзбидарлиқ мәркизи һесаблинидиған паландөкәнгә кәлгән иранлиқларниң көпинчиси түркчә билидиған болғачқа һеч қийинчилиққа дуч кәлмәйду.

«‹стар› гезити», « TCG анадолу пат арида деңизға йетип бариду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин көп нишанлиқ тинтип һуҗум қилғучи һәрбий парахот « TCG анадолу » ниң бу йилниң дәсләпки чарикидә деңизға чүшүрүлүшиниң пиланлиниватқанлиқи билдүрүлди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилинған, « TCG анадолу келиватиду» сәрләвһилик учурида, түркийәниң әң чоң һәрбий парахоти болуш алаһидиликигә игә болған көп нишанлиқ тинтип һуҗум қилғучи һәрбий парахотниң көрүнүшлиригә орун берилди вә бу парахотниң миллий вә йәрлик қимканийәтләрдин пайдилинип йасиливатқанлиқи алаһидә тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر