06.02.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмуни төвәндикичә:

1139773
06.02.2019

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң гуруппа йиғинида сүрийәдики өзгиришләр һәққидә тохтилип: «әгәр америка бәргән вәдисигә әмәл қилмиса вә бир қанчә һәптә ичидә террористлар мунбичтин чиқирилмиса, ақивити қандақ болушидин қәтийнәзәр бу һәқтә қәдәм ташлаймиз. түркийә өзиниң киндикини өзи кисиду» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», б д т мәдәнийәтләр иттипақи алий вәкили мигуел моратиносниң: «түркийә болмиған болса, мәдәнийәтләр иттипақи мәвҗут болалмайтти. түркийә иттипақниң хизмәтлириниң давамлишиши керәкликигә ишинидиған вә буниңға бойсунидиған даимий әзадур» дегәнликини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», қишлиқ сайаһәт мәркизи әрзурумниң узундәрә наһийәсидики шарқиратмиларниң муз тутуши билән, егизлики 300 метирға йетидиған музлуқларниң шәкилләнгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, музлуқларниң дунйадики муз йамишиш һәвәскарлириниң алдин ойлишидиған линйәсигә айланғанлиқи қәйт қилинди.

«вәтән гезити», русийәлик модел кейт григориваниң бүгүн (6-феврал) лин експо (Linexpo) истанбул йәрмәнкисигә қатнашқандин кейин, москваға қайтмай бәш күн бойичә истанбулда сайаһәт қилидиғанлиқини вә сода-сетиқ қилип, түрк йемәкликлирини тетийдиғанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», сайаһәтчиликтә 2018-йилниң әң йахши мәзгилини баштин кәчүргән анталйада, 2019-йил йанвар ейда 2018-йилниң йанвар ейиға селиштурулғанда %53.8 ишип, сайаһәтчи саниниң 142 миң 297 гә йәткәнлики вә рекорт йаритилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, сайаһәтчиликниң «өлүк пәсли» дәп аталған йанвар ейида рекорт йаритилишиниң, сайаһәтчиликниң 12 айға йейилиш мәқсити нуқтисидин ейтқанда, чоң үмидләрни беғишлиғанлиқи билдүрүлди.          



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر