20.12.2018

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1110521
20.12.2018

түркийә авази радийоси: «‹вәтән› гезити», «министир  сулайман сойлу бу йил 347 қетимлиқ террорлуқ һуҗумлириниң алди елинғанлиқини билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

ички ишлар министири сулайман сойлу, түнүгүн әнқәрәниң қизилҗаһамам наһийәсидики бир меһмансарайда өткүзүлгән, «терроризмға қарши  күрәш органлири шөбә мәсуллири хизмәт йиғини» да қилған сөзидә, бу йил 347 қетимлиқ террорлуқ һуҗумлириниң алди елинғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «терроризмға қарши  күрәш сайисида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сепигә қетилидиғанларниң нисбити әң төвән сәвийәгә чүшүп қалди, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати унсурлириниң ByLock пирограммисидин хәвәрлишиш системилрииғичә барлиқ учур - алақә васитилири бузуп ташланди. бултур 697 қетимлиқ террорлуқ һуҗумлириниң алди елинди, бу йил 347 қетимлиқ террорлуқ һуҗумлириниң алди елинди.»

«‹сабаһ› гезити», «түркийә тәбиий газ содисиниң мәркизигә айлиниду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики байанларға орун аҗратти:

енергийә базарлирини башқуруш оргининиң башлиқи мустафа йилмаз, түркийәни тәбиий газ содисиниң мәркизигә айландуруш үчүн давамлиқ хизмәт ишлиниватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «енергийә борасамизму паалийәтлирини башлиди, қисқа вақит ичидә португалийә, руминийә вә булғарийә қатарлиқ үч йавропа дөлитиму енергийә базарлириға кирди, шуңа келәчәктин үмидвармән.»

«‹хәвәр түрк› гезити», «түркийәдин йавропаға 1.4 милйард пайпақ експорт қилинди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә бу йилниң алдинқи 10 ейи ичидә йавропаға 898.8 милйон доллар қиммитидә 1.4 милйард пайпақ експорт қилди. бу мәзгилдә әнглийә, германийә, фирансийә, голландийә вә испанийә қатарлиқ йавропа әллиригә әң көп пайпақ сетилди. пайпақ експортида әң көп кирим қолға кәлтүрүлгән дөләт, 215.3 милйон доллар билән әнглийә болди.

«‹һөрийәт› гезити», «тарихий карвансарай сайаһәтчиләрниң җәзбидарлиқ маканиға айланди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

нәвшәһирниң гөрәмә районида ремонт қилинғандин кейин сода сарайға айландурулған 450 йиллиқ тарихқа игә карвансарай, сайаһәтчиләр әң көп зийарәт қилидиған җәзбидарлиқ маканға айланди.

түркийәниң муһим сайаһәт мәркәзлиридин бири болған кападокйа  райониға кәлгәбн сайаһәтчиләр, бу карвансарайни зийарәт қилип, бу йәрдә хатирә сүрәткә чүшмәй қайтмайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر