18.12.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1109336
18.12.2018

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», йанвар ейидин нойабир ейиғичә түркийәдин 64 дөләткә 47 миң 267 тонна белиқ експорт қилинип, 222 милйон 390 миң 102 доллар кирим қилинғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, белиқ експортиниң тәртип бойичә әң көп голландийә, италийә вә русийәгә қилинғанлиқи билдүрүлди.

«сабаһ гезити», нойабир ейида анталйаниң әң көп германийәдин кәлгән сайаһәтчиләрни күтүвалғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, ақдеңиз сайаһәт меһмансарайлири вә ширкәтлири бирләшмисиниң байанатида, германийә хәлқиниң түркийәдә сайаһәт қилишқа йүзләнгәнлики, испанийә билән гиретсийәдә сайаһәт қилиш тәлипиниң давамлиқ азийиватқанлиқи әскәртилди.

«хәбәр түрк гезити», « TB2- байрактар» типлиқ учқучисиз һава аппаратиниң деңиз армийәсигә сәплинип берилгәнлики вә тунҗи қетимлиқ вәзипә иҗра қилишиниң әмәлгә ашурулғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, деңиз армийәсиниң чанаққәләдики айродурумидин көккә көтүрүлгән « TB2- байрактар»  ниң, районда вәзипә иҗра қилғанлиқи билдүрүлди.

«стар гезити», түркийәниң чәклик дөләтләрдә бар болған йуқири техникилиқ радар тәрәққий қилдуруш вә ишләпчиқириш иқтидариға игә болғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, көп мәқсәттә ишлитилидиған фаз денизли радар «1-фаз » лайиһәсиниң ахирқи басқучиниң ғәлибилик синақ қилинғанлиқи қәйт қилинди.

билдүрүлишичә, «1-фаз » йирақ мусапидә деңиз үсти вә һавадики нишанларни байқашта, из қоғлашта, шундақла парахотлардики нишанларға зәрбә бериштә ишлитилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر