16.09.2014

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

127885
16.09.2014



түркийә авази радийоси хәвири: һөрмәтлик радийо аңлиғучи әзиз қериндашлар! ситар гезити, «зорул тепилғанда мунасивәтләрни үзимиз» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:-
«дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, 2 күнлүк қатар зийаритини ахирлаштуруп мәмликәткә қайтип кәлди. айропиланда мухбирларниң соаллириға җавап берип, хәлқара киредит дәриҗиләндүрүш органлири үстидә тохталди. әрдоған сөзидә, уларниң түркийәгә бериватқан баһалири техникилиқ кәспий баһа әмәс, сийасий баһа. биз қандақтур уларниң позитсийәлири билән бу йәрләргә кәлгинимиз йоқ, әгәр түркийәгә һөкүмитигә қарита мушу хил позитсийәлирини давамлаштуриверидиған болса, улар билән болған мунасивәтләрни үзүшни тәвсийә қилимән, деди»
миллийәт гезити, «чоңлиқи сақ 700 путбол мәйданиға тәң келиду» сәрләвһилик хәвирдә мунуларни қәйт қилди:-
конйаниң ерәгли наһийәсидики бир йерим милйон дәрәх текилгән вә 700 путбол мәйдани чоңлуқиға тәң келидиған алма бағчиси, йавропа бойичә бир пүтүн һалдики әң чоң мивелик бағлардин бирси болуштәк алаһидиликкә игә. бу бағчиға 1999 - йили мәбләғ селиш башланған болуп, қолға кәлтүрүлгән 200 миң тонна алма дөләт ичи вә сиртиға йолланмақта. бағда тәхминән бир йерим милйон дәрәх текилгән болуп, интайин заманивий үскиниләргә игә, бу бағда қойаш, шамал қатарлиқ тәбиий хейим – хәтәр амиллиридин дәрәхәләрни қоғдаш үчүн бағчиниң үстини йапииған мәхсус йопуқму бар.
йеңи шәпәқ гезити, «түркийәдә бир йиңилиқ мәйданға чиқидиған болди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:-
сәһийә министирлики чәт әлләрдин емпорт қилинған вә маддий қиммити интайин йуқири болған рак кесили вә йаллуғлинишқа қарши дориларни түркийәдә ишләпчиқириш үчүн һәрикәткә өтти. сәһийә министирлики мәслиһәтчиси әйуп гүмүш түркийәниң тиббий әслиһә вә дориларда чәт әлләргә беқинда болуп қелиштин қутулиши керәкликини билдүрүп, қурулуш алдида турған сәһийә иниститутлири мудирлиқиға тәвә биотехника иниститутида дора ишләпчиқириш үчүн хизмәт башлинидиғанлиқини билдүрди.
вәтән гезити, «америка сүрийәлик панаһланғучиларға йардәм қилиду» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни қәйт қилди:-
америка қошма иштатлири сүрийәгә қошна дөләтләргә сүрийәлик панаһланғучилар үчүн қошумчә йардәмдә болидиғанлиқини елан қилип, бу йардәмдин түркийәгә 47 милйон 400 миң доллар айрилидиғанлиқини билдүрди. америкиниң омманда турушлуқ баш әлчиханисидин елан қилинған байанатта, сүрийәликләр зич панаһлиниватқан ливан үчүн 103 милйон 800 миң доллар, ийорданийә үчүн 56 милйон 700 миң доллар, ирақ үчүн 29 милйон 700 миң доллар, мисир үчүн 15 милйон доллар болуп җәмий 250 милйон доллар қошумчә йардәм қилинидиғанлиқи билдүрүлди.
сабаһ гезити, «рекорт йаратти» сәрләвһлик хәвиридә, аләмшумул шөһрәткә игә катта нахша чолпини тарканниң, һәрбийәдики үсти очуқ мәйдан консертлирини рекот йаритип ахирлаштурғанлиқини йазди.
хәвәрдә, аләмшумул шөһрәткә игә катта нахша чолпини тарканниң 9 кечилик консиртта 65 миң кишигә консерт берип, 8 милйон лира кирим қилғанлиқи, униң хәрибийәдә 1998 – йили 29 - авғусста түнҗи қетим консирт бәргәнлики, бүгүнгә қәдәр җәмий 32 қетим үсти очуқ мәйданда сәһнигә чиққанлиқи, мушу йил ичидә бәргән 9 консерти билән қошқанда, һәрбийә ости очуқ мәйданида 16 йилда җәмий 250 миң тамашибинға уйун қойғанлиқи билдүрүлди.
радийо аңлиғучи әзиз қериндашлар! йуқирида түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизни аңлидиңлар!


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر