шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар илһам әлийевға рәһмәт ейтти

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар әзәрбәйҗан парламентида мақулланған қибрис достлуқ гурупписи қуруш қарари үчүн әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевға рәһмәт ейтти.

2125733
шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар илһам әлийевға рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар әзәрбәйҗан пирезиденти әлһам әлийев билән телефонда көрүшти.

сөһбәт һәққидә әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимиси тәрипидин елан қилинған байанатта, шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарниң әзәрбәйҗан парламентида шималий қибрис түрк җумһурийити парламенти билән мунасивәтләрни техиму тәрәққий қилдуруш үчүн достлуқ гурупписи қуруш қарари мақалланғанлиқидин мәмнун болғанлиқи вә пирезидент илһам әлийевға алаһидә рәһмәт ейтқанлиқи билдүрүлди.

сөһбәттә, илһам әлийев шималий қибрис түрк җумһурийити достлуқ гурупписиниң әзәрбәйҗан билән шималий қибрис түрк җумһурийити оттурисидики мунасивәтләрниң техиму күчийишигә төһпә қошидиғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر