нахчиванда партлаш йүз бәрди
әзәрбәйҗанға қарашлиқ нахчиван аптоном җумһурийитиниң сәдәрәк вилайитидә әрменийәгә аит оқ – дориниң партлиши нәтиҗисидә икки адәм һайатидин айрилди.
2133094
түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан җумһурийити баш тәптиш мәһкимисиниң бу һәқтә елан қилған байанатида билдүрүлүшичә, нахчиван аптоном җумһурийитиниң сәдәрәк вилайитиниң қараағач йезисида әрменийәгә аит оқ – дориниң партлиши нәтиҗисидә 72 йашлиқ вилайәт ризайеф билән 53 йашлиқ адәм әлийев һайатидин айрилған.
байанатта тәкитлинишичә, партлаштин кейин тәпсилий тәкшүрүш башланған.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
әзәрбәйҗанда 5.2 бал йәр тәвриди
әзәрбәйҗан йәр тәврәш мулазимәт мәркизи йәр тәврәш һәққидә байанат елан қилди.
әзәрбәйҗан – әрменийә тинчлиқ сөһбити башланди
әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики тинчлиқ сөһбити қазақистанниң алмата шәһиридә башланди.