т д т йеза игилик министирлири йиғини қазақистанда өткүзүлди

түрк дөләтлири тәшкилати (т д т) ға әза дөләтләр йеза игилик министирлириниң үчинчи қетимлиқ йиғини, қазақистанниң тараз шәһиридә өткүзүлди.

2118330
т д т йеза игилик министирлири йиғини қазақистанда өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан йеза игилик министири айдарбек сапаровниң саһибханлиқида, түрк дөләтлири тәшкилати йеза игилик министирлири 3-қетимлиқ йиғини тараз шәһиридә өткүзүлди.

йиғинға, әзәрбәйҗан йеза игилик министири мәҗнун мәммәдов, өзбекистан йеза игилик министири ибраһим абдурахманов, қирғизистан биринчи муавин йеза игилик министири қубат қасейинов, түркийә муавин йеза игилик вә орман министири әбубәкир гизлигидәр, түрк дөләтлири тәшкилатиниң баш катипи қубаничбек өмүралийев қатарлиқлар қатнашти.

айдарбек сапаров йиғинниң ечилишида сөз қилип, қазақистан сода омумий соммисиниң %28 ниң т д т ға әза дөләтләргә аит икәнликини билдүрди.

у мундақ деди:

«қазақистан йүз өлчими җәһәттә дунйада бәшинчи орунда туриду. чарвичилиқ биз үчүн ейтқанда һәм әнәниви һәмдә келәчики парлақ кәсипләр һесаблиниду. шуңа, чарвичилиқ мәһсулатлирини сетишқа алаһидә әһмийәт беримиз. бу җәһәттә қазақистанниң өзбекистан, түркийә, түркмәнистан вә венгирийә базарлирини йуқири сүпәтлик гөш мәһсулатлири билән тәминләшкә тәййар икәнликини ейтмақчимән.»

т д т баш катипи өмүралийев бу қетимқи йиғинниң йеза игиликдә әза дөләтләр оттурисида өзара һәмкарлиқларни күчләндүрүштин башқа, түрк хәлқлирини  муқим вә ишәнчлик йемәк-ичмәк билән тәминләшни капаләткә игә қилиш нуқтисидинму муһим әһмийәткә игә икәнликини ейтти.

т д т рамкисида санаәт районлирини тәрәққий қилдуруш мәсилисиму музакирә қилинған йиғинниң ахирида, әза дөләтләр хитабнамә елан қилди.

хитабнамәдә, тәрәпләрниң әтраплиқ һалда өзара пикир алмаштуруп, йеза игилики мәһсулатлири содисини ашуруш, йеза игилик истирахуанийәси пирограммилирини илһамландуруш вә мунасивәтлик саһәләр бойичә тәтқиқат һәмкарлиқини кеңәйтиш мәсилилиридә пикир бирлики һасил қилинғанлиқи билдүрүлди.

йәрлик вә килиматқа чидамлиқ йеза игилик мәһсулатлири сортлирини қоғдаш вә омумлаштуруш үчүн «уруқ банкаси» қуруш тиришчанлиқини давамлаштурушниң муһимлиқи тәкитләнгән хитабнамәдә, т д т әзалири оттурисида ортақ рәқәмлик йеза игилик санлиқ мәлумат суписи бәрпа қилиш сүритини тезлитиш мәсилисидиму пикир бирлики һасил қилинғанлиқи көрситилди.

хитабнамәдә, қазақистанниң тараз шәһирини 2024-йили 9-айдин башлап қазақистанниң тараз шәһирини бир йиллиқ «т д т йеза игилик пайтәхти» дәп елан қилиш, келәр қетимлиқ йеза игилик министирлири йиғинини қирғизистанниң чолпан ата шәһиридә өткүзүшниң қарар қилинғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر