җәйһун байрамов әрменийәлик мәнсәпдеши билән  германийәдә көришиду

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов вә әрменийә ташқи ишлар министири арарат мирзойанниң тинчлиқ келишими сөһбити даирисидә, германийәниң пайтәхти берлинда учришидиғанлиқи билдүрүлди.

2108491
җәйһун байрамов әрменийәлик мәнсәпдеши билән  германийәдә көришиду

түркийә авази радийоси хәвири: германийә ташқи ишлар министирлиқи әмәлдарлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, байрамов, мирзойан вә германийә ташқи ишлар министири анналина байербок бирликтә үч тәрәплик учришиш өткүзидикән.

байербокниң дәсләптә әрменийә ташқи ишлар министири мирзойан билән, андин әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири байрамов билән ташқи ишлар министирлиқи меһманханиси <вилла борсиг> да айрим- айрим көришидиғанлиқи билдүрүлди.

бу учришштин кейин, үч тәрәп йиғини ечилиду.

германийәдә өткүзүлгән 60-нөвәтлик мийунхен бихәтәрлик йиғинида учрашқан әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев вә әрменийә баш министири никол пашинйанниң йолйоруқиға асасән, байрамов билән мирзойанниң 28-февралдин 29-февралғичә учришиш өткүзидиғанлиқи уқтурулған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر