әрдоған әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң сайлам ғәлибисини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң түнүгүн (7-феврал) ки сайламда утуққа еришкәнликини тәбриклиди.

2099213
әрдоған әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийевниң сайлам ғәлибисини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур - алақә ишлири идарисиниң байанатиға асасланғанда, әрдоған әлийев билән телефонда көрүшкән.

сөһбәттә, җумһур рәис әрдоған әлийевниң пирезидентлиқ сайлимида ғәлбә қилғанлиқини тәбриклиди.

әрдоған сөһбәттә әлийевниң қайта пирезидент болуп сайлинишиниң әзәрбәйҗан үчүн хәйрилик болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

4 милйон 971 миң сайлиғучи аәваз ташлиған вә қатнишиш нисбити %76.73 кә чиққан сайламда, илһам әлийев %92.1 авазға еришип қайта сайланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر