хитай үчтурпанда йүз бәргән йәр тәврәштә өлүм-йетимниң азлиқини илгири сүрди

ақсу үчтурпанда 22-йанвар (2024) йүз бәргән йәр тәврәштә үч кишиниң җенидин айрилғанлиқи, бәш кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

2092677
хитай үчтурпанда йүз бәргән йәр тәврәштә өлүм-йетимниң азлиқини илгири сүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай йәр тәврәш тори мәркизи (CENC) тәврәш мәркизи ақсу вилайити үчтурпан наһийәсиниң 50 километир ғәрбидә 7.1 бал йәр тәвригәнликини елан қилған иди.

йәрлик мәнбәләрдин елинған учурларға асасланғанда, қирғизистан вә қазақистан чеграсиға йеқин тағлиқ райондики йамансу йезисида йүз бәргән йәр тәврәштә, дәсләпки ениқлашларға қариғанда, үч киши җенидин айрилип, бәш киши йариланған. қирғизистан вә қазақистан чеграси бойичә созулған тәңри теғиниң етәклиридә, нопуси шалаң болған йәр тәврәш мәркизигә 20 километир келидиған бәш йеза көп вәйранчилиққа учриған.

билдүрүлишичә, апәт районида 47 өй өрүлүп чүшкән болуп, 120 дин артуқ нурғун парник вә мал қотанлири бузғунчилиққа учриған.

райондики йәр тәврәш идарисиниң башлиқи җаң йоңҗйу йәр тәврәшниң деңиз йүзидин 3 миң метир егизликкә җайлашқан, нопуси шалаң болған җайда йүз беришиниң, апәтниң бузғунчилиқ тәсирини азайтқанлиқини әскәртип: «7.1 бал шиддәтлик йәр тәврәш һесаблиниду, әмма өлүм-йетим вә йариланғанлар көп әмәс» деди.

бу қетимқи йәр тәврәш ақсу шәһиридин башқа, қәшқәр, хотән вә үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә, уйғурларға қошна қирғизистан, қазақистан вә өзбекистан қатарлиқ дөләтләрдиму һес қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر