әзәрбәйҗан билән сербийә өзара һәмкарлиқлирини чоңқурлаштурмақта

сербийә пирезиденти александар вуҗиҗ әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов билән көрүшкәндә, икки тәрәп мунасивәтлиридин башқа, иқтисадий мунасивәтләрниму музакирә қилди.

2061831
әзәрбәйҗан билән сербийә өзара һәмкарлиқлирини чоңқурлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: сербийә пирезиденти александар вуҗиҗ әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов билән көрүшти.

сербийә пирезидентлиқ мәһкимиси учур-алақә идариси александар вуҗиҗ билән әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамовниң учришишида, икки тәрәпниң достанә мунасивәтлириниң әнәниви һалда өзара ишинишкә вә хәлқара қанунниң асасий пиринсиплириға әмәл қилиш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилғанлиқини билдүрди.

байанатта, пирезидент вуҗиҗ әзәрбәйҗан җумһурийитиниң сербийә җумһурийитиниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқиға һөрмәт қилидиғанлиқидин ибарәт мәйданиға рәһмәт ейтқанлиқи қәйт қилинди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов пирезидент илһам әлийевниң салимини йәткүзүп, сербийәниң мустәқил ташқи сийасити вә иқтисадиниң йуқири нәтиҗилиригә һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрди.

байанатта, «учришиш җәрйанида икки дөләт оттурисидики иқтисадий һәмкарлиқларму музакирә қилинди. белград-баку һава йоллири қатнишиниң ечилиши бу һәмкарлиққа пайдилиқ» дейилди.

вуҗиҗ билән байрамовниң енергийә мәсилисиниңму музакирә қилинғанлиқи билдүрүлгән байанатта, вуҗиҗниң булғарийә билән тәбиий газ туруба йолиниң туташтурулуши нәтиҗисидә җәнубий тәбиий газ каридориниң бир парчисиға айланғанлиқини вә әзәрбәйҗандин газ сетивелишқа мунасивәтлик келишимниң енергийә бихәтәрликини капаләткә игә қилишқа пайдилиқ болғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, икки дөләтниң асаслиқ мәнпәәтлири үчүн йеңи пурсәтләр йаритип беридиған сербийә-әзәрбәйҗан истратегийәлик шериклик кеңиши йиғининиң өткүзүлидиғанлиқи билдүрүлди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамов сербийә пайтәхти белградтики зийарити даирисидә, сербийә ташқи ишлар министири ивиҗа даҗиҗ биләнму көрүшти. көрүшүштин кейин өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, байрамов икки дөләт мунасивәтлириниң интайин йахши сәвийәдә икәнликини билдүрүп: «әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини һәр даим қоллиған сербийәгә тәшәккүр ейтимән» деди.

у сербийәдә паалийәт көрситиватқан әзәрбәйҗан ширкәтлирини техиму көп һәмкарлиқлар үчүн илһамландурғанлиқни әскәртти.

сербийә ташқи ишлар министири даҗиҗ сербийә-әзәрбәйҗан мунасивәтлириниң йуқири сәвийәлик мунасивәт икәнликини алаһидә тәкитләп, әзәрбәйҗан билән енергийә вә тәбиий газ саһәлиридә техиму көп һәмкарлиқ орнитишқа очуқ икәнликлирини билдүрди.

икки министир ахирида, дипломатик хадимларниң аилә әзалирини өзара ишқа орунлаштурушқа мунасивәтлик һәмкарлиқ келишимини имзалиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر