түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғини астанада башланди

түрк дөләтлири тәшкилатиниң 10 – нөвәтлик башлиқлар йиғини қазақистанниң пайтәхти астанада башланди.

2059815
түрк дөләтлири тәшкилати башлиқлар йиғини астанада башланди

түркийә авази радийоси хәвири: қурулғанлиқиниң 14 йиллиқини тәбрикләватқан түрк дөләтлири тәшкилати, бу қетимқи йиғинниң темисини «түрк дәври» қилип бекитти.

ортақ тарихий вә мәдәнийәт қиммәтлиригә игә түрк дөләтлири бирлишип қурған түрк дөләтлири тәшкилати, түрк дунйасини бир гәвдиләштүрүшни нишан қилиду.

түрк дөләтлири тәшкилати әза дөләтләр билән иқтисадтин сийасәткичә, мәдәнийәттин сайаһәтчиликкичә, маариптин тәнтәрбийәгичә болған һәрқайси саһәләрдә һәмкарлиқниң асасини тикләшни көзләп түрлүк паалийәтләрни елип бармақта.

түрк дөләтлири тәшкилатиниң қазақистан пайтәхти астанада чақирилған 10 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға, түркийәгә вакалитән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иштирак қилмақта.

игилинишичә, башлиқлар йиғинида, түрк дөләтлири тәшкилатиниң қаралмилири музакирә қилинидиған, рәһбәрләр бир қатар муһим мәсилиләр тоғрисида муһим қарарларни чиқиридиған, тәшкилатниң сода - иқтисад, қатнаш вә таможна саһәлиридики  лайиһәлиригә мунасивәтлик түрлүк келишимлири һәм рәсмий һөҗҗәтлирини күчкә игә қилидиған йуқири қатламлиқ бир мунбәр шәкилләндүрүлидикән.

 түрк дөләтлири тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини өзбекистандин қазақистан өткүзүвалидиған башлиқлар йиғининиң ахирида, рәһбәрләр бирқатар қарарнамәләр, «астана байаннамәси» вә «астана башлиқлар йиғини хитабнамиси» ни имзалайдикән.

2009 – йили 10-айниң 3-күни әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә түркийә тәрипидин имзаланған «нәхчиван келишими» гә асасән қурулған түрк дөләтлири тәшкилати, тәхминән 5 милйон кивадрат километирлиқ земинға игә әза дөләтлири билән түрк дунйасиниң җуғрапийәлик алаһидиликини йәниму зорайтип, 14 йил ичидә хәлқаралиқ тәшкилатқа айланди.

2021-йили 11-айниң 12-күни истанбулда чақирилған 8-нөвәтлик башлиқлар йиғинида, әсли «түрк кеңиши» болған тәшкилатниң исми «түрк дөләтлири тәшкилати» ға өзгәртилди.

2019 – йили бакуда чақирилған башлиқлар йиғинида өзбекистанниңму әза болуши билән түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрниң сани бәшкә йәтти.

нөвәттә түркмәнистан, венгирийә вә шималий қибрис түрк җумһурийити түрк дөләтлири тәшкилатиниң  «көзәткүчи» әзалиридур.

мәркизи истанбулға җайлашқан түрк дөләтлири тәшкилати, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини өз ичигә алған йавропа хәвпсизлик вә һәмкарлиқ тәшкилати, ислам һәмкарлиқ тәшкилати вә дунйа таможна тәшкилати қатарлиқ нурғун хәлқаралиқ тәшкилатлар билән һәмкарлишп түрлүк паалийәтләрни елип бармақта.

6 – феврал (2023) күни қаһраманмарашни мәркәз қилип, түркийәниң 11 вилайитидә йүз бәргән йәр тәврәш апитидин кейин, 16-март күни әнқәрәдә чақирилған түрк дөләтлири тәшкилати пәвқуладдә башлиқлар йиғинида, рәһбәрләр чин вә сәмимий позитсийә билдүрүп, һәр даим түркийәни қоллайдиғанлиқлирини намайан қилған иди.

шу қетимқи башлиқлар йиғинидин кейин имзаланған «әнқәрә байаннамәсии» арқилиқ «апәткә тақабил туруш» мәсилиси, түрк дөләтлири тәшкилатиниң йеңи һәмкарлиқ саһәлиридин бири қилип бекитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر