түрк дөләтлири тәшкилати учур – тәҗрибә алмаштуриду

түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләрниң ахбарат васитилири органлири учур – тәҗрибә алмаштуриду.

2052057
түрк дөләтлири тәшкилати учур – тәҗрибә алмаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: түрк дөләтлири тәшкилатиниң ахбарат вә учур саһәсидә һәмкарлиқ хизмәт гурупписиниң 10-қетимлиқ йиғини қирғизистанда чақирилди.

қирғизистанниң пайтәхти бишкәктә өткүзүлгән, қирғизистан мәдәнийәт, учур, тәнтәрбийә вә йашлар сийасити муавин министири чиңгиз есәнгүл улулу рийасәтчилик қилған йиғинға, әзәрбәйҗан, түркийә, қирғизистан, қазақистан, өзбекистан, түркмәнистан даирилири вә ахбарат васитилири органлириниң мәсуллири қатнашти.

йиғинға, түркийәдин җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси аммиви дипломатийә башқармисиниң башлиқи оғуз гүнәр, анадолу агентлиқи истратегийәлик учур – алақә вә ташқи мунасивәтләр бөлүминиң мәсули һазал дуран, «‹TRT Avaz›  телевизийә қанили» ниң ташқи мунасивәтләр вә учур – алақә ишлири мәсули гөкчән оған вә җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси даирилири қатнашти.

йиғинда, түрк дөләтлири тәшкилатиға әза дөләтләр ара ахбарат васитилири саһәсисдә учур - тәҗрибә  алмаштуруш һәмкарлиқини күчәйтиш һәққидә бир йиллиқ хизмәт пилани түзүш, өзбекистанда өткүзүлидиған 2-нөвәтлик хәлқара ахбарат васитилири органлири мунбири йиғини, министирлиқ вәкиллирини тәрбийәләш пирограммиси, бирләшмә телевизийә хәвәр қанили тәсис қилиш, түрк хәвәр агентлиқлири бирлики қуруш қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинди.

түрк дөләтлири тәшкилатиниң ахбарат вә учур саһәсидә һәмкарлиқ хизмәт гурупписи йиғини даирисидә, «сүний әқил роботи ChatGPT қатарлиқ сүний әқилниң пайдилиқ вә зийанлиқ тәрәплири» вә «21 – әсирдики бихәтәрликкә тәһдит селиватқан  арилашма урушлар» темисида икки йиғин өткүзүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر