әзәрбәйҗан қарабағ хизмәт гурупписи тәшкиллиди

әзәрбәйҗан һөкүмити қарабағдики иҗтимаий, инсанпәрвәрлик, иқтисадий вә ул әслиһә мәсилилирини һәл қилиш мәқситидә хизмәт гурупписи қурғанлиқини елан қилди.

2041302
әзәрбәйҗан қарабағ хизмәт гурупписи тәшкиллиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, муавин баш министир шаһин мустафайев башчилиқидики хизмәт гурупписиниң ишғалийәттин азад қилинған районлардики иҗтимаий, инсанпәрвәрлик, иқтисадий вә ул әслиһә мәсилилирини мәркәзлик һәл қилиш үчүн тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини уқтурди.

хизмәт гурупписиниң алақидар министирлиқ вә дөләт органлириниң әмәлдарлиридин тәркиб тапқанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, бу гуруппиниң паалийәтлири даирисидә, 22 – сентәбир 40 тонна йемәклик вә тазилиқ лазимәтликлири бесилған икки йүк машиниси билән икки қара машининиң ағдам – ханкәнди йоли арқилиқ қарабағдики әрмән аһалиләргә әвәтилгәнлики, ағдам, фузули вә кәлбәҗәрдә миң адәм сиғидиған чедирларниң қурулғанлиқи қәйт қилинди.

қарабағдики әрмән аһалисигә йәсли вә мәктәпләрниң исситилиши үчүн йеқилғу әвәтилидиғанлиқи билдүрүлгән байанатта, русийә тинчлиқ сақлаш қисимлири билән пуқраларниң йемәклик вә лазимәтликлириниң лачин - ханкәнди йоли арқилиқ йәткүзүп берилгәнлики билдүлди.

байанатта йәнә, хәлқара қизил кирест җәмийитиниң тәлипигә асасән, давалинишқа моһтаҗ кишиләрниң әрменийәгә тарқақлаштурулуши үчүн, керәклик тәййарлиқларниң қилинғанлиқи тәкитләнди.

әзәрбәйҗан дөләтлик нефит ширкитиниң йеқилғу қачиланған машинилири ағдам - ханкәнди йөнилишини бойлап районға қарап йолға чиқти.

әзәрбәйҗан әмәлдарлири билән қарабағдики әрмәнләрниң вәкиллириниң 9 - айниң 21 – күнидики сөһбити җәрйанида, әзәрбәйҗан дөлитидин йеқилғу вә йемәклик йардими тәләп қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر