оттура асийа-америка дөләт башлиқлири йиғини чақирилди

тунҗи нөвәтлик оттура асийа-америка дөләт башлиқлири йиғини америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә чақирилди.

2039908
оттура асийа-америка дөләт башлиқлири йиғини чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң нйу йорк шәһиридә «C5 + 1» форматсийәсидики тунҗи нөвәтлик оттура асийа-америка дөләт башлиқлири йиғини чақирилди.

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң саһибханлиқида чақирилған йиғинға қазақистан пирезиденти қасим җомәрт тоқайев, қирғизистан пирезиденти садир җаппаров, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев, таҗикистан пирезиденти имам әли рахман вә түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов қатнашти.

рәһбәрләр тунҗи қетим чақирилған башлиқлар йиғинида, «C5 + 1» форматсийәсидики дийалог даирисидә иқтисад, енергийә вә бихәтәрлик саһәлиридә оттура асийаниң игилик һоқуқи, муқимлиқи вә параванлиқини техиму күчәйтиш үчүн ортақ хизмәт ишләш мәсилилирини музакирә қилди.

башлиқлар йиғинида, истратегийәлик һәмкарлиқ, сийасий дийалог, сода, иқтисад, мәбләғ селиш вә инсаний һәмкарлиқини йәниму тәрәққий қилдурушқа мунасивәтлик көз - қарашлар, шундақла йавроасийаниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдаш мәсилилири тәпсилий музакирә қилинди.

буниңдин 8 йил илгири сәмәрқәнттә дипломатийә министирлири сәвийәсидә тәсис қилинған «C5 + 1»  форматсийәсидики дийалогниң дөләт башлиқлири сәвийәсигә йәткүзүлүп, оттура асийа дөләтлири билән америка оттурисида һәр саһәдә очуқ вә иҗабий дийалог һәм үнүмлүк һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруштики муһим мунбәргә  айландурулғанлиқи қәйт қилинди.

рәһбәрләр оттура асийа дөләтлири билән америка оттурисидики иқтисадий һәмкарлиқ, тор бихәтәрлики, терроризм, зораванлиқ, қанунсиз көчмәнләр вә зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилики қатарлиқ бихәтәрлик хирислирини һәл қилишта һәмкарлиқни күчәйтишкә мунасивәтлик мәсилиләр тоғрисида музакирә елип барди.

қазақистан пирезиденти қасим җомәрт тоқайев йиғинда қилған сөзидә, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң алмутада оттура асийа вә афғанистандики сиҗил тәрәққийат нишанлири мәркизи қурушта америка қошма иштатлириниң қоллишиға ишинидиғанлиқлирини байан қилди.

өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев сода вә мәбләғ селиш паалийәтлирини күчәйтиш, лайиһә һәмкарлиқи орнитиш, районда қатнаш каридорлирини ечиш, кишилик һоқуққа капаләтлик қилиш, маарип пирограммилирини кәң омумлаштуруш, афғанистан мәсилисини тинч һәл қилишқа йардәм бериш қатарлиқ мәсилиләрниң наһайити муһимлиқини тәкитлиди.

қирғизистан пирезиденти садир җаппаров, башлиқлар йиғининиң өзара чүшиниш, ишәнчни күчәйтиш, бихәтәрлик, муқимлиққа капаләтлик қилиш, сода - иқтисадий һәмкарлиқни кеңәйтиш үчүн пайдилиқ шараит һазирлап беришниң зөрүрлүкини әскәртип мундақ деди: «<C5 + 1> форматсийәсидики дийалогниму өз ичигә алған америка билән болған һәмкарлиқ қирғизистанниң дипломатийә сийаситиниң муһим саһәлириниң бири.»

таҗикистан пирезиденти имам әли рахман күнсери күчийиватқан хирислар, тәһдитләр, терроризм, әсәбийлик вә зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчиликигә қарши күрәш, район бихәтәрликигә капаләтлик қилиш, афғанистанниң сийасий вәзийити, таҗикистанниң афғанистан билән болған чегра линийәлирини қоғдаш қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохтилип, бу җәрйанда хәлқаралиқ қоллаш вә һәмкарлиқниң муһимлиқини тәкитлиди.

йиғин ахирида, оттура асийа дөләтлири билән америка қошма иштатлири оттурисида өзара чүшинишни чоңқурлаштуруш вә иҗабий һәмкарлиқни кеңәйтиш тоғрисида келишим һасил қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر