қирғизистан тиктокни чәклиди

қирғизистан мәдәнийәт, учур, тәнтәрбийә вә йашлар министирлиқи иҗтимаий таратқу суписи тиктокни мәни қилиш қарари чиқарди.

2031478
қирғизистан тиктокни чәклиди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан мәдәнийәт, учур, тәнтәрбийә вә йашлар министирлиқи ахбарат мәркизи байанат елан қилип, иҗтимаий таратқу суписи тиктокниң мәни қилинғанлиқини билдүрди.

байанатта, нурғун иҗтимаий тәшкилатлардин тиктокниң балиларниң әқлий тәрәққийати вә саламәтликигә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқи тоғрисида әрз-шикайәтләрниң кәлгәнлики әскәртилди.

байанатта йәнә, хумар болуп қелишқа сәвәб болидиған видеоларниң, йаш әвладларниң һес-туйғулириға сәлбий тәсир көрситидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, министирлиқниң нурғун әрз-шикайәтләрни нәзәрдә тутқан һалда тиктокни мәни қилиш қарарниң чиқирилғанлиқи вә қарарниң иҗра қилиниши үчүн диҗитал тәрәққийат министирлиқиға илтимас сунулғанлиқи билдүрүлди.

байанат ахирида, тиктокни мәни қилиш қарариниң һәр қандақ геополитикилиқ мәқсәткә игә әмәсликини؛ мәзкур қарарниң пүтүнләй балиларниң әхлақий тәрбийәсигә пассип тәсир көрситидиған вә уларниң писхикилиқ сағламлиқиға зийан йәткүзидиған учурлардин қоғдаш үчүн чиқирилғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر