әлийев демократийә вә миллий иттипақлиқ күни мунасивити билән әрдоғанға мәктуп йоллиди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң рәзил һәрбий - сийасий өзгириш қозғашқа урунушиниң 7 йиллиқи мунасивити билән җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мәктуп йоллиди.

2011758
әлийев демократийә вә миллий иттипақлиқ күни мунасивити билән әрдоғанға мәктуп йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев мәктупида, һәрбий - сийасий өзгиришниң алдини елиш йолида җенини пида қилған шеһитләрниң қиммәтлик әслимилирини чоңқур һөрмәт билән хатириләйдиғанлиқини байан қилди.

15 – ийулдики хаинларчә пиланниң түркийә тарихидики қийин синақларниң бири икәнликигә ишарәт қилған әлийев, бу синақтин қәддини тик тутуп өткән түркийә хәлқиниң ирадисиниң тәврәнмәсликини, қәйсәрликини, дөләт вә демократийәгә болған садақитини пүткүл дунйаға йәнә бир қетим ениқ көрситип бәргәнликини тәкитлиди.

у ашу қийин күндә мүрини мүригә тиригән түркийә хәлқи вә дөлитиниң ирадиси түрткисидә, шеһитләрниң қанлири вә һайатлирини қурбан қилиш бәдилигә қолға кәлтүрүлгән ғәлибиниң, түрк хәлқиниң вәтән сөйгүсини, тәңдашсиз күрәш қилиш роһини вә йеңилмәсликини намайан қилип бәргәнликини әскәртип: «һәмкарлиқ вә миллий иттипақниң символи болған <демократийә вә миллий иттипақ күни> түркийә дөлити тарихида улуғ шәрәп күни болуп қалиду» дегән ибариләргә орун берилди.

һәқиқий қәһриманлиқ дастани йезилған шу күни қериндаш түрк хәлқиниң әрдоғанниң чақириқиға дәрһал аваз қошуп, рәзил пиланниң алдини елип, түркийәни еғир паҗиәдин қутулдуруп қалғанлиқини билдүргән әлийев, сөзини давамлаштуруп: «әзәрбәйҗан хәлқи вә дөлити дәсләпки дәқиқиләрдин башлапла бу күрәштә қериндаш түркийә дөлити вә хәлқи билән биллә туруп, дөләтниң асасий қанунлуқ қурулмиси вә қанунлуқ һөкүмитигә һуҗум қилған сатқунларни қаттиқ әйиблиди. биз бу вәқәләрдин техиму күчәйгән һалда чиққан түрк миллитиниң ғәлибисини ғәлибимиз, хушаллиқини хушаллиқимиз, қайғусини қайғумиз дәп билдуқ вә бир милләт, икки дөләт икәнликимизни йәнә бир қетим испатлидуқ.

бизниң әң чоң байлиқимиз болған тәврәнмәс әзәрбәйҗан- түркийә қериндашлиқини, иттипақлиқ вә һәмкарлиқимизни сақлап, уни кейинки әвладларға мирас қилип қалдуруш һәмдә истратегийәлик иттипақлиқимизни һәр җәһәттин тәрәққий қилдуруш вә мустәһкәмләш үчүн ортақ тиришчанлиқимизни изчил давамлаштуридиғанлиқимизға ишинимән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر