әрсин татар муавин җумһур рәис фуат октай билән өткүзгән учришишида муһим сөз қилди

шималий қибрис түрк җумһурийитиниң җумһур рәиси әрсин татар түркийәниң қоллап қуввәтлиши билән игилик һоқуқта баравәр вә тәң дәриҗилик хәлқаралиқ салаһийәт сийаситини давамлаштуридиғанлиқлирини ейтти.

1968655
әрсин татар муавин җумһур рәис фуат октай билән өткүзгән учришишида муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийитиниң җумһур рәиси әрсин татар муавин җумһур рәис фуат октай билән өткүзгән учришиши җәрйанида, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң түркийәниң қоллап қуввәтлиши билән игилик һоқуқта баравәр вә тәң дәриҗилик хәлқаралиқ салаһийәт сийаситини давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

татар пайтәхт ләфкошадики җумһур рәислик мәһкимисидә, түркийә муавин җумһур рәиси фуат октайни қобул қилди вә әнглийәниң пайтәхти лондондики учришишлар җәрйанида гиретсийә байриқи көтүрүвалған бир гуруппиниң йиғинға үсүп киришини тосуш тиришчанлиқи үстидә тохтилип: «шималий қибрис түрк җумһурийити түркийәниң қоллап қуввәтлиши билән игилик һоқуқта баравәр вә тәң дәриҗилик хәлқаралиқ салаһийәт сийаситини давамлаштуриду. қарши тәрәпниң идийәси бизниң пикир қилиш һоқуқимизға иҗабий қаримай, чидимаслиқ қилмақта. бу қарши тәрәп билән түзүлгән келишимниң пәқәт игилик һоқуқта баравәрлик асасидила әмәлгә ешиши мумкинликини йәнә бир қетим испатлиди» деди.

әрсин татар түнүгүн (2-апрел) түркийә билән шималий қибрис түрк җумһурийити оттурисида 2023-йиллиқ иқтисадий вә пул-муамилә һәмкарлиқ келишиминиң имзаланғанлиқидин мәмнун болғанлиқини билдүрүп, нурғун лайиһәләрни өз ичигә алған бу келишимниң хәйрилик болушини тилиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر