әзәрбәйҗан қарабағдики әрменийә җамаити вәкиллиригә тәклип сунди

әзәрбәйҗан қарабағдики әрменийә җамаити вәкиллиригә бакуда йиғин чақирип, райондики бир гәвдилишиш вә ул-әслиһә лайиһәлирини музакирә қилиш тәклипи сунди.

1965523
әзәрбәйҗан қарабағдики әрменийә җамаити вәкиллиригә тәклип сунди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимисиниң билдүрүшичә, 1 – март күни хоҗалида өткүзүлгән йиғинниң вә 13 – март күни сунулған тәклипниң давами сүпитидә, әрменийә җамаити вәкиллиригә 4 – айниң биринчи һәптисидә бакуда йиғин өткүзүш тәклипи сунулған.

байанатта тәкитлинишичә, йиғинда әрменийә җамаитиниң әзәрбәйҗан билән бир гәвдилишиши вә қарабағдики ул- әслиһә лайиһәлири һәққидә музакирә елип берилидикән.

әзәрбәйҗан даирилири 3 – айниң 1 – күни хоҗали районида вақитлиқ турушлуқ русийә армийәсиниң баш иштабида, әрменийә җамаити вәкиллири билән көрүшкәниди.

әзәрбәйҗан 13-март күни келәр қетимлиқ йиғинниң бакуда өткүзүлүши тоғрулуқ тәклип сунған болсиму, әмма бу тәклип қобул қилинмиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر