түркийә, русийә вә түрк дөләтлири тәшкилати әзәрбәйҗан әлчиханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев дөлитиниң иранниң пайтәхти теһрандики әлчиханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди.

1938803
түркийә, русийә вә түрк дөләтлири тәшкилати әзәрбәйҗан әлчиханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев өзиниң иҗтимаий таратқу суписидики адресида байанат елан қилип: «мән бүгүн теһрандики әлчиханимизға қаритилған террорлуқ һәрикитини қаттиқ әйибләймән. әлчихана вә әлчихана хадимлириниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш йолида шеһит болған орһан әскәровниң аилә – тавабиатлириға тәзийә билдүримән» дегәнләрни қәйт қилди.

әзәрбәйҗанниң теһрандики әлчиханисиға қилинған һуҗумни әйиблигән түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп, әзәрбәйҗан миллий мәҗлиси рәиси саһиба гафароваға телефон қилип һуҗумниң тәпсилати һәққидә учур игилиди һәмдә әлчихана хадими үчүн тәзийә билдүрди, йаридарларниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишини тилиди.

түркийә җумһурийити муавин җумһур рәиси фуат оқтайму һуҗумни әйибләп: «биз һәр даим әзәрбәйҗан билән бир сәптә туримиз» деди.

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуму әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамовға билән телефонлишип, әзәрбәйҗан әлчиханисиға қилинған хаинларчә һуҗумни қаттиқ әйиблиди вә түркийәниң һәр даим әзәрбәйҗан билән бир сәптә икәнликини тәкитлиди.

чавушоғлу учришишта теһранниң әзәрбәйҗан әлчиханисиға қилинған хийанәтчи һуҗумни күчлүк әйиблиди вә түркийәниң әзәрбәйҗан билән даим биллә икәнликини тәкитлиди.

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтунму иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, һуҗумни қаттиқ әйиблиди.

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик: «қериндаш әзәрбәйҗанниң теһрандики әлчиханисиға қилинған һуҗумни ләнәтмиз» дәп учур һәмбәһрилиди.

түрк дөләтлири тәшкилати баш катипи, баш әлчи кубаничбәк өмүралийевму теһрандики әзәрбәйҗан әлчиханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди вә наразилиқ билдүрүп: «биз иран даирилириниң бу зораванлиқ һуҗумини әтраплиқ тәкшүрүп, җавабкарларни қанунниң бир тәрәп қилишиға тапшурушини тәләп қилимиз» деди.

русийә ташқи ишлар министирлиқиму әзәрбәйҗанниң теһрандики әлчиханисиға қилинған һуҗумдин кейин байанат елан қилип, әзәрбәйҗанға тәзийә билдүрди.

бүгүн әтигәндики иранниң пайтәхти теһрандики әзәрбәйҗан әлчиханиси қораллиқ һуҗумға учрап, әлчиханиниң бихәтәрликини қоғдаватқан әтрәтниң башлиқи қаза қилған, икки аманлиқ сақлиғучи йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر