қазақистанға шималий қутуп суғуқи еғир тәсир көрсәтмәктә

қазақистанда шималий қутуп антителаси сәвәбидин бу һәптә соғуқ һава пүтүн мәмликәт мақйасиға  еғир тәсир көрситиду.

1930762
қазақистанға шималий қутуп суғуқи еғир тәсир көрсәтмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан дөләтлик метерологийә идариси (Kazgidromet) ниң байанатида, қазақистанға еғир тәсир көрситидиған шималий қутуп антителасиниң шималий өлкиләрдин җәнуб тәрәпкә қарап илгириләватқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, бу һәптә һава температурасиниң дөләтниң шәрқи вә шималидики өлкиләрдә нөлдин 40 гирадусқа, дөләтниң җәнуб вә ғәрбий қисимлирида нөлдин төвән 30-35 гирадусқа чүшидиғанлиқи һәққидә агаһландуруш берилди.

қазақистанда көрүлгән пәвқуладдә соғуқ һава сәвәбидин пайтәхт астана қатарлиқ нурғун районлардики мәктәпләр йирақтин оқу – оқутушни йолға қойидиған вә айродурумлардиму айропилан сәпәрлири кечиктүрүлидиған болди.

қазақистан ички ишлар министирлиқиму начарһаварайи сәвәбидин дизел йеқилғулуқ аптомобиллар вә аптобуслар билән узун йоллуқ сәпәрләргә чиқишниң вақтинчә чәкләнгәнликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر