йавропа иттипақи әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсиға назарәт гурупписи орунлаштуриду

йавропа иттипақи әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсиға тәрәпләрниң чеграсини бәлгиләшкә йардәмчи болуши үчүн пуқралардин тәшкил тапқан назарәт гурупписини вәзипигә тәйинләйдиған болди.

1894087
йавропа иттипақи әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсиға назарәт гурупписи орунлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррел лийуксембургда өткүзүлгән ташқи ишлар министирлири учришишидин кейин ахбаратқа байанат бәрди.

җосеп боррел министирларниң әзәрбәйҗан-әрминийә чеграсиға пуқралар өмики әвәтиш үчүн йешил чирағ йеқип бәргәнликини әскәртип, җәнубий кавказниң йавропа иттипақи үчүн интайин муһимлиқини вә районға тунҗи қетим бундақ вәзипә билән гуруппа йоллайдиғанлиқини билдүрди.

боррел кәлгүси бир нәччә һәптә ичидә әзәрбәйҗан билән болған хәлқара чеграниң әрменийә тәрипигә 40 кишиниң орунлаштурулидиғанлиқини байан қилди.

боррел буниң тәрәпләрниң тәлипигә бинаән мақулланған қарар икәнликини билдүрүп, гуруппиниң һазир әрминийәдә икәнликини, шуңа қисқа вақит ичидә орунлаштурғили болидиғанлиқини ейтти.

йавропа кеңишиниң рәиси чарлиз мишелму тивиттерда һәмбәһирлигән учурида: «әрменийәниң әзәрбәйҗан билән болған хәлқара чеграси бойичә көзитиш гурупписини тезликтә орунлаштурушини мәмнунлуқ билән қарши алимән» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر