әрменийә әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға һуҗум қилди

әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан – әрменийә дөләт чеграсида уруш тохтитиш келишимигә хилаплиқ қилип, әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға һуҗум қилди.

1890671
әрменийә әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, түнүгүн кәч тәрәпләрдә әрменийә қисимлири, әзәрбәйҗан – әрменийә дөләт чеграсидики кәлбәҗәр вилайитиниң әлибайрамли, истису, зәйлик олтурақ районлиридики؛ гәдәбәйниң новоивановка олтурақ районлиридики әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға һуҗум қилған.

байанатта, әзәрбәйҗан қисимлириниң әрменийә тәрәпкә тегишлик җаваб қайтурғанлиқи, вәқәгә мунасивәтлик барлиқ җавабкарлиқниң әрменийә тәрәпкә аит икәнлики билдүрүлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر