әлийев: әрменийә нормаллишиш басқучиға зийанкәшлик қилди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев әрменийәниң 13 – сентәбир күни чегра линийәсидики иғвагәрчилики билән нормаллишиш басқучиға зийанкәшлик қилғанлиқини ейтти.

1881137
әлийев: әрменийә нормаллишиш басқучиға зийанкәшлик қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әлийев, түнүгүн өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә чақирилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғинида қилған сөзидә, әрменийәгә өзара игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини етирап қилишни асас қилған тинчлиқ келишиминиң бәш асасий пиринсипини сунғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «әмди биз алдинқи шәртләр вә сүний кечиктүрүшләрни илгири сүрмәстин, тинчлиқ келишими лайиһәси хизмити ишләшни башлишимиз керәк. толиму әпсуски, бу йил 13 – сентәбир күни, әрменийә әзәрбәйҗанниң дөләт чеграсида кәң көләмлик һәрбий иғвагәрчилик қилди. әзәрбәйҗан қисимлири бу иғвагәрчиликниң алдини алди. әрменийәниң бу иғвагәрчилики икки дөләтниң нормаллишиш басқучиға қилинған еғир зийанкәшликтур. шу вәҗидин, барлиқ мәсулийәт әрменийәниң һәрбий вә сийасий рәһбәрликигә йүклиниду.»

бир қисим хәлқаралиқ тәшкилатларниң өз ролини җари қилдуралмаслиқиниң кишини әндишигә салидиғанлиқини әскәрткән әлийев, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 1993-йили чиқарған, әрменийә қораллиқ күчлириниң ишғалийәт астидики әзәрбәйҗан земинлиридин чекинип чиқишни тәләп қилған төт қарарини иҗра қилмаслиқини қобул қилғили болмайдиғанлиқини ейтти.

у йәнә, қарабағ мәсилисини һәрбий-сийасий йоллар билән һәл қилиш арқилиқ, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң 1993-йили чиқарған қарарлириниң иҗра қилинишиға капаләтлик қилғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر