қазақистан һөкүмити түркийә билән һәрбий истихбарат һәмкарлиқи орнитиш келишимини тәстиқлиди

қазақистан һөкүмити түркийә билән һәрбий истихбарат саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш келишимини тәстиқлиди.

1866625
қазақистан һөкүмити түркийә билән һәрбий истихбарат һәмкарлиқи орнитиш келишимини тәстиқлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан һөкүмити қарарнамә елан қилип, 10-май түркийә билән имзаланған һәрбий истихбарат саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш келишиминиң тәстиқланғанлиқини уқтурди.

қарарнамәдә: «тәрәпләр алақидар келишим даирисидә, һәрбий истихбарат учурлири, мутәхәссисләрниң муһакимә вә анализлирини өзара  алмаштуриду؛ келишимгә тәрәп дөләтләрниң бихәтәрликигә хәвп йәткүзидиған райондики һәрбий вә сийасий вәзийәткә алақидар өзгиришләрни назарәт қилиду вә хәлқаралиқ террорлуқ тәшкилатлири һәмдә башқа тәшкилатлар һәққидә өзара учур алмаштуруш бойичә һәмкарлиқ орнитиду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر