өзбекистан пирезиденти түркийә һәйитини қобул қилди

өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, сода министири мәһмәт муш, қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараисмаилоғлуни қобул қилди.

1862786
өзбекистан пирезиденти түркийә һәйитини қобул қилди

үркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан пирезидент мәһкимисиниң билдүрүшичә, пайтәхт ташкәнттә өткүзүлгән түркийә – өзбекистан – әзәрбәйҗан үч тәрәплик ташқи ишлар министирлири, сода вә қанташ министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн бу шәһәрдә зийарәттә болуватқан  ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, сода министири мәһмәт муш, қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараисмаилоғлу қатарлиқлардин тәшкил тапқан түркийә һәйити, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев тәрипидин қобул қилинған.

учришишта, икки дөләт оттурисидики көп йөнилишлик һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш, алий дәриҗилик рәһбәрләр сәвийәсидә һасил қилинған келишимләрни йолға қойушқа мунасивәтлик мәсилиләр музакирә қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر