қазақистанда хәлқ һазирқи асасий қанунға түзитиш киргүзүшкә қошулди

қазақистанда һазирқи асасий қанунниң үчтин биригә түзитиш киргүзүш үчүн елип берилған дәсләпки беләт ташлаш нәтиҗисидә, хәлқниң түзитиш киргүзүшкә қошулғанлиқи көрүлди.

1838032
қазақистанда хәлқ һазирқи асасий қанунға түзитиш киргүзүшкә қошулди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан мәркизи сайлам комитети түнүгүн (2022-йили 5-ийун) пүткүл мәмликәттә өткүзүлгән асасий қанунға өзгәртиш киргүзүш реферандуминиң дәсләпки нәтиҗисини елан қилди.

буниңға асасланғанда, 19 милйон нопуси болған қазақистанда тизимға алдурған 11 милйон 734 миң 642 сайлиғучиниң тәхминән 8 милйони (%68) беләт ташлашқа қатнашқан болуп, <қазақистан җумһурийити асасий қануниға түзитиш киргүзүш вә қошумчә қилинишини қобул қиламсиз?>  дегән соалға җаваб бериш үчүн беләт ташлиған.

беләт ташлиған сайлиғучиларниң %77.18 и «һәә», %18.66 и «йақ» дәп җаваб қайтурған.

реферандумда қоллиғучилар көп санлиқни тәшкил қилған тәқдирдә, һазирқи 1995-йили қобул қилинған асасий қанунниң 33 асасий маддисиға өзгәртиш киргүзүзш вә бу йил 1-айниң бешида йүзбәргән кәң көләмлик вәқәләрдин кейин, дөләтниң мәмурий түзүмини қайта түзүшниң нишан қилинғанлиқи билдүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر